әрдоған боснийә-гертсеговина вә қаратағни зийарәт қилиду

түркийә җумһур рәиси рәҗәп таййип әрдоған бүгүн (2021-йили 27-авғуст) боснийә-гертсеговина вә қаратағда зийарәттә болиду.

1698241
әрдоған боснийә-гертсеговина вә қаратағни зийарәт қилиду

түркийә авази радийоси хәвири: җумһур рәислик учур-алақә идариси рәҗәп таййип әрдоғанниң бүгүн боснийә-гертсеговина вә қаратағда зийарәттә болидиғанлиқи тоғрисида байанат елан қилди.

байанатта, рәҗәп таййип әрдоғанниң боснийә-гертсеговина пирезидентлиқ мәһкимисиниң рәсмий тәклипигә бинаән боснийә-гертсеговинаға йетип баридиғанлиқи қәйт қилинди.

байанатта, рәҗәп таййип әрдоғанниң боснийә-гертсеговина пирезидентлиқ кеңишиниң башлиқи зелко комшич, кеңәш әзалиридин шәфиқ җафәрович вә милорад додик билән өткүзидиған учришишида, икки дөләт оттурисидики мунасивәтләрниң тәпсилий көздин кәчүрүлидиғанлиқи, өзара мәвҗут һәмкарлиқларни чоңқурлаштуруш үчүн бесилидиған қәдәмләрниң музакирә қилинидиғанлиқи билдүрүлди.

җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған боснийә-гертсеговина зийаритини ахирлаштурғандин кейин, әтә (2021-йили 28-авғуст) қара тағда зийарәттә болиду.

рәҗәп таййип әрдоғанниң қаратағдики зийаритидә икки дөләт мунасивәтлири вә өзара һәмкарлиқларни техиму чоңқурлаштуруш имканийәтлири музакирә қилиниду.

һәр икки зийарәттә, балқан райониниң нөвәттики вәзийити, башқа районлуқ вә хәлқаралиқ мәсилиләр тоғрисида өзара пикир алмаштурулиду.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر