түркийә хитайға тәзийә билдүрди

түркийә хитайниң хенән өлкисидә мәйданға кәлгән су апити сәвәбидин тәзийә байанати елан қилди.

1678619
түркийә хитайға тәзийә билдүрди

түркийә авази радийоси хәвири: түркийә ташқи ишлар министирлиқи тәрипидин елан қилинған йазма байанатта, әнқәрәниң хитайниң хенән өлкисидә мәйданға кәлгән су апитидә 33 кишиниң һайатидин айрилғанлиқи вә 376 миңдин артуқ кишиниң райондин тарқақлаштурулғанлиқидин толиму әпсусланған һалда хәвәр тапқанлиқи әскәртилип мундақ дейилди: «су апитидә һайатидин айрилғанларниң йеқин – йоруқлириға, хитай хәлқи вә һөкүмитигә тәзийә билдүримиз, йариланғанларға шипалиқ тиләймиз.»



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر