чавушоғлу әнглийә ташқи ишлар вәзири билән телефонлашти
дипломатийә министири мәвлүт чавушоғлу әнглийә ташқи ишлар вәзири доминик рааб билән телефонда көрүшти.
1677481
түркийә авази радийоси хәвири: түркийә ташқи ишлар министирлиқи тәрипидин елан қилинған йазма байанатта билдүрүлүшичә, дипломатийә министири мәвлүт чавушоғлу бүгүн әнглийә ташқи ишлар вәзири доминик рааб билән телефонда көрүшкән, телефон сөһбитидә, қибрис мәсилиси вә «ковид – 19» йуқуми сәвәбидин түркийәгә қарита йолға қойулуватқан сайаһәт чәклимилири күнтәртипкә кәлгән.