әрдоған 15-ийул мунасивити билән хәлққә хитаб қилди

хәлқимизниң һәр бир әзаси тарихта мисли көрүлмигән бу хийанәтни һәр қетим әскә алғанда, мустәқиллиқимиз вә кәлгүсимизгә техиму чиң есилиду.

1676506
әрдоған 15-ийул мунасивити билән хәлққә хитаб қилди

түркийә авази радийоси: 15 - ийул һәрбий – сийасий өзгириш қозғашқа урунуш һәрикитиниң бәш йиллиқи мунасивити билән хәлққә хитаб қилған җумһур рәис әрдоған: «2016 - йили 15 - ийул җүмә күни кәчтә башлинип, әтиси күни хәлқимизниң айиғи астида чәйлинип ахирлашқан бу һәрбий – сийасий өзгириш қозғаш урунуши, ибрәт (савақ) һөҗҗити сүпитидә тарихимиздики орнини алди. әвладму әвлад миллитимизниң һәр бир әзаси тарихтин буйан мисли көрүлүп бақмиған бу хийанәтни һәр қетим есигә алғанда, мустәқиллиқимиз вә кәлгүсимизгә техиму чиң есилиду» деди.

җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған  15 - ийул демократийә вә миллий иттипақлиқ күнини хатириләш пирограммиси даирисидә, җумһур рәислик мәһкимиси бинасидин хәлққә хитаб қилди.

у биваситә тарқитилған «хәлққә хитаб» намлиқ телевизийә нутуқида төвәндикиләрни қәйт қилди:

«қәдирлик хәлқим, силәргә әң чин һессийатим вә сөйгүм билән салам йоллаймән. бүгүн дөләт вә хәлқ һайатимизниң һәм әң қәбиһ һуҗуминиң, һәм әң шанлиқ қаршилиқ көрситишлириниң бириниң бәш йиллиқ хатирә күни. мән нутуқумни шу күни кәчтә  <бәдирниң ширлиридәк шанлиқ> күрәшлири әснасида бир әтиргүл бағчисиға киргәндәк йәргә йиқилған 251 шеһитимизгә аллаһтин рәһим – шәпқәт тиләш билән башлимақчимән.

һәр бириниң һекайиси айрим бир дастан болған шеһитлиримиз, <кәлгин сени тарихқа көмәйли> десәк сиғмиғудәк бүйүк қәһриманлиқлири арқилиқ бу милләткә кепән пичқанларға тегишлик савиқини бәрди. пәйғәмбәрликтин кейинки әң шәрәплик мақамға, пәрвәрдигаримизниң дәргаһидики әң йүксәк мәртивигә йәткән шеһитлиримизға болған вападарлиқ бурчимизни, улар қалдуруп кәткән аманәтләргә игә чиқиш вә ада қилишқа тиришмақтимиз.

«биз дөлитимиз вә хәлқимизгә қилинған хийанәтни қәтий унтуп қалмаймиз»

әр – айал, қери – йаш, оқутқучи – оқуғучи, хоҗайин – хизмәтчи, кадир – касип, қисқиси барлиқ йаш, кәсип вә қатламға мәнсуп инсанлар бу һайасизларчә һуҗумға көксини керип, коча вә мәйданларни толдуруп, көргәнла йеридә һәрбий – сийасий өзгириш қозғашқа урунғучиларниң йолини торап, зөрүр тепилғанда алдиға селип қоғлап, анидин, пәрзәнттин, мал – дунйадин кечип қилған күрәшлири әснасида ғазилиқ шәрипигә еришкән қериндашлиримизғиму әң чоңқур миннәтдарлиқимни сунимән.

аллаһқа етиқад қилидиған хәлқимизниң мустәқиллиқ сөйгүси, әркин йашиған байриқимизниң назлинип ләпилдиши вә дөлитимиз асминида мәңгү йаңрайдиған әзанлиримизниң авази гуваһчимиз болсунки؛ дөлитимиз вә хәлқимизгә қилинған хийанәтни һәргиз унтуп қалмаймиз. биз бу хаинлиқниң һесабини қолға чүшүргән, ениқлиған барлиқ хаинлардин соридуқ вә давамлиқ сораймиз. ахирәттиму бу иблис достлириниң йақисидин тутимиз, рози мәһшәрдиму уларни қойувәтмәймиз.

қәдирлик хәлқим, 2016 - йили 15 - ийул җүмә күни кәчтә башлинип, әтиси күни хәлқимизниң айиғи астида чәйлинип ахирлашқан бу һәрбий – сийасий өзгириш қозғаш урунуши, ибрәт (савақ) һөҗҗити сүпитидә тарихимиздики орнини алди. әвладму әвлад хәлқимизниң һәр бир әзаси тарихтин буйан мисли көрүлүп бақмиған бу хийанәтни һәр қетим есигә алғанда, мустәқиллиқимиз вә кәлгүсимизгә техиму чиң есилиду.

дөлитимиз, әлвәттә җумһурийәт тарихида нурғун сийасий өзгиришләргә, сийасий өзгириш қозғаш урунушлириға, исйанларға вә террорлуқ һуҗумлириға дучар болди. әмма, шу күни кәчтә йүз бәргән ишлар бизгә өз дөлитигә, өз хәлқигә милтиқ тәңлигән, бигунаһ кишиләрниң қенини төккән бу сатқунларниң дунйадики әң пәскәш мәхлуқларға қандақ айлинидиғанлиқини көрситип бәрди.

әмәлийәттә, милләтләрни милләткә айландуридиған елементларниң бири, уларниң тарихидики бу хил азаб, җан вә қан билән йуғурулған ғәлибиләрдур. биз миң йиллиқ вәтинимизниң тикәнсиз әтиргүл бағчиси әмәсликини, әксичә һәр бир күниниң дегүдәк җапалиқ күрәшләр билән өткәнликини билимиз. биз миң йилдин буйан дунйадики һәр қайси дөләт вә җәмийәтләр әң йақтуридиған җуғрапийәлик орунни  вәтән қилишниң вә вәтән қилип сақлап қелишиниң бәдилини төләватимиз. әтрапимиздики йеқинқи бир қанчә әсирдин буйан йүз бериватқан ишларни көргинимиздә, бу бәдәлниң мукапатини иттипақлиқимиз, баравәрликимиз, қериндашлиқимиз, дөлитимиз вә кәлгүсимизни қутқузуш бәдилигә алғанлиқимиз бир һәқиқәттур.

«улар бизниң улуғ мәдәнийәт вә тарих мирасиға игә чиқиватқанлиқимизни чүшәнмәйду»

арқимизда қалған сәккиз йилдики охшимиған көрүнүшләрдики һуҗумлар вәтинимизни қоғдаш күришимизниң давам қилидиғанлиқини көрситип бериду. п к к дин тартип даеш вә фәтө (фәтһуллаһчи террорлуқ тәшкилати) ғичә болған түрлүк шәкилләрдики террорлуқ тәшкилатилиридин пайдилинип иҗра қилинмақчи болған сенарийәләрниң мәқсити, вәтинимизни тиз пүктүрүш, миллитимизни қул қилиш, земинимизни булаң – талаң қилиштур. биз орун алған һәр бир хәлқаралиқ супидики түркийәгә қарши намайан қилиниватқан қош өлчәмләр охшаш сенарийәниң башқичә варийанти һесаблиниду.

нәччә миң, нәччә он миң километир йирақ йәрдин террорлуққа қарши туруш баһаниси билән келип, қәлб җуғрапийәмизни қан вә көз йешиға ғәрқ қилғанлар,  милйонлиған кишиләрниң кәлгүсини зулмәткә айландурғанлар, түркийәниму охшаш тәқдиргә дучар қилалмаслиқниң зәрдисини чәкмәктә. өзиниң бихәтәрлики вә раһәт – парағитини капаләткә игә қилиш үчүн дөлитимизни қалқан қилип ишлитиватимиз дәп ойлаватқанлар, әслидә бизниң улуғ мәдәнийәт вә тарих мирасиға игә чиқиватқанлиқимизни чүшәнмәйду, чүшинәлмәйду. районимизниң тинчлиқи, хатирҗәмлики, муқимлиқи вә бихәтәрликигә капаләтлик қилиш үчүн көрсәткән тиришчанлиқимиз вә пидакарлиқимиз маһийәттә улуғ һәмдә қудрәтлик түркийә қуруш йолидики барғансери күчийиватқан ойғинишниң айағ тивишлиридур.

гәзи (сайаһәт бағчиси) вәқәлири арқилиқ иҗтимаий дәзләрни пәйда қилмақчи болғанлар, әмәлийәттә бәдинимизгә иттипақлиқ вә баравәрлик ваксинаси урғанлиқини көрүп йетәлмиди. сийасий өзгириш арқилиқ милләтниң ирадисини йоқитип дөлитимизни игилимәкчи болғанлар, нәччә миң йиллиқ әнәниниң ахирқи һалқисини техиму чиңитқанлиқини һес қилалмиди. террорлуқ тәшкилатлирини ишқа селип земинимизға тәһдит салғанлар, қилмишлириниң әмәлийәттә қериндашлиқимизни мустәһкәмлигәнликини чүшинип йетәлмиди.

«улар бүйүк вә күчлүк түркийәниң қурулушини тосуп қалалмайду»

шәрқтин ғәрбкә, шималдин җәнубқа, қисқиси һәммила тәрәптин вәтинимизни чоңқур тарихи вә мәдәнийәт мунасивити болған районлардин айривәтмәкчи болғанлар техиму күчлүк муһәббәт риштиси орнитишимизға васитә болғанлиқини һес қилалмиди. биз пәқәт пүткүл инсанийәткә вакалитән оттуриға қойған һоқуқ вә адаләт тәлипимизни, өзлириниңкигә охшаш сийасий рийакарлиқ дәп қариғанлар, мәзлумларниң авази, нәписи вә үмидигә айлинишимизниң сирини чүшинәлмиди. гойа 15 – ийул кечиси хәлқимизниң дунйаниң әң илғар уруш қораллирини қуруқ қоллири билән  тохтатқанлиқини чүшинәлмигәндәк, улар дөлитимизниң башқа мәсилиләргә тутқан позитсийәсиниң сәвәбиниму биләлмиди.

һалбуки, биз пәқәт өзимиз үчүн немини үмид қилған болсақ, пүткүл җуғрапийәмиз, барлиқ достлиримиз, пүткүл инсанийәт үчүнму охшаш нәрсини үмид қилимиз.  биз буни башқа муддиалиримизни йошуруш үчүн әмәс, сәмимийлик билән қилғанлиқимиз үчүн, қәйәргила бармайли, қизғинлиқ билән қобул қилинмақтимиз вә қәдирләнмәктимиз. биз түнүгүн сүрийәдә, ливийәдә қилдуқ, қарабағда шундақ қилдуқ. әтә афғанистан вә башқа җайлардиму охшаш сәмимийлик вә адиллиқ билән қериндашлиримизни қоллаймиз.

15 - ийул йалғуз дөлитимиздики мустәқиллиқимиз вә кәлгүсимизни қоғдашниң символи болупла қалмай, йәнә бу улуғ тәсәввурниңму символи. әлвәттә, башқа мәсилиләргә охшаш, бу һәқиқәтму көрүшни халайдиған көзләр, аңлашни халайдиған қулақлар, сөзләшни халайдиған тиллар, чүшинишни халайдиған әқилләр, хушаллиқ билән салмақчи болған йүрәкләр, үмидкә толушни халайдиған көңүлләр үчүн күчкә игә.

худаға шүкри, хәлқимиз бизни чүшиниду, йөнилишимизни көрситип бериду вә биз билән биллә маңиду. шуңлашқа биз дөлитимизни әсиргә алмақчи болған мустәмликичиләргә бир әсир илгирикигә охшаш «түркийәни йеңип өткили болмайду» дәватимиз. шуңлашқиму хәлқимизгә қарши йошурун муддиаларға игә йаман нийәтликләргә <ғәлибә қилалмайсиләр> дәватимиз. улар түнүгүнму, бүгүнму мувәппәқийәт қазиналмиди, әтиму — иншааллаһ — мувәппәқийәт қазиналмайду, улуғ вә күчлүк түркийә қурулушиға тосқунлуқ қилалмайду.

«бизниң йолдишимиз хәлқимиздур»

ким ким билән биллә маңғуси кәлсә маңсун, бизниң йолдишимиз хәлқимиздур. биз йолдишимиз малазгирттин тартип истанбулни пәтһи қилиш (бойсундуруш) қичә, чанаққәләдин мустәқиллиқ урушиғичә, қибрис йүрүшидин 15 - ийулғичә болған мусапидики барлиқ шеһитлиримиздур. бизниң йолдишимиз һәр бирини дунйаға тәң қилғили болмайдиған күрәш ирадисигә игә ғазилиримиздур. бизниң йолдишимиз ақ сақаллиқ бовилиримизниң вә ақ личәклик момилиримизниң көз йашлирини төкүп туруп қилған дуалиридур. бизниң йолдишимиз дунйаниң һәр қайси җайлиридики қәлби вә көзини бизгә тиккән изиливатқанларниң үмидидур. бизниң йолдишимиз өзи вә дөлити үчүн қанлири урғуп туруватқан, пилан – лайиһәлирини түзгән, нишанини 2053 – йилиға қаратқан йашлиримиз, пәрзәнтлиримиздур. қалғини бикар гәптур.

архимед : «маңа пишаң бериңлар, дунйани һәрикәтләндүримән» дегән болса, биз дәймизки, биз бу бүйүк хәлқ билән дунйаниму һәрикәтләндүримиз, җаһанғиму һөкүмранлиқ қилимиз вә каинатқа нидайимизни аңлитимиз. аллаһ бизгә йардәм қилсун.

рәббимиздин бизни иккинчиләп 15 - ийулға охшаш хийанәт билән синимаслиқини тиләймиз. пәрвәрдигаримиздин вәтинимизни вә миллитимизни қоғдишини сораймиз. рәббимиз һәр бир ишимизни асанлаштуруп бәрсун вә барлиқ тиришчанлиқлиримизни мәқситигә йәткүзсун.

мән бу қарашлирим билән сөзлиримни ахирлаштуруштин бурун, сәйшәнбә күни йетип келидиған қурбан һейтни алдин тәбрикләймән. рәббимдин бу мубарәк күнләрниң һөрмити үчүн хәлқимизни, мусулманларни вә пүткүл инсанийәтни ниҗатлиққа ериштүрүшини тиләймән. һәммиңларға болған меһри - муһәббитим вә һөрмитини билдүримән. аман болуңлар!»



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر