мәмликәтниң һәр қайси җайлирида демократийә нөвити тутулди

фәтһуллаһчи террорлуқ тәшкилатиниң 2016-йили 15-ийулдики хаин һәрбий өзгириш қозғашқа урунуш һәрикитиниң 5-йилида, мәмликәтниң һәр қайси җайлирида демократийә нөвити тутулди.

1676109
мәмликәтниң һәр қайси җайлирида демократийә нөвити тутулди

түркийә авази радийоси хәвири: фәтһуллаһчи террорлуқ тәшкилатиниң 2016-йили 15-ийулдики хаин һәрбий өзгириш қозғашқа урунуш һәрикитиниң 5-йилида, мәмликәтниң һәр қайси җайлирида демократийә нөвити тутулди.

қоллириға байрақлирини алған миңларчә киши, шәһәр мәйданлиридики паалийәтләргә қатнашти.

һәрбий өзгириш қозғашқа урунуш һәрикитиниң бәшинчи йилида, пайтәхт әнқәрәдә 15-ийул қизилай миллий ирадә мәйданида демократийә нөвити тутулди. 15-ийул қизилай миллий ирадә мәйдани фәтһуллаһчи террорлуқ тәшкилатиниң һәрбий өзгириш қозғашқа урунуш һәрикити җәрйанида пуқраларниң исйанчиларға қарши турған мәйданлардин биригә айланған иди.

әнқәрәдә исйанчиларниң һуҗум нишаниға айланған вә 51 хадим шеһит болған гөлбаши алаһидә қисим қоманданлиқ мәркизидиму хатириләш пирограммиси өткүзүлди.

йалова алтинова районлуқ һөкүмәт тәрипидин узунлуқи 600 метир келидиған түркийә байриқи билән әмәлгә ашурулған пийадә йүрүш, һайаҗанлиқ кәйпийат ичидә ахирлашти.

һәрбий өзгириш қозғашқа урунуш һәрикитигә қарши иттипақлиқ вә баравәрликниң символиға айланған әзанлар, әнқәрә вақти 00:13 өткәндә мәмликәт миқйасидики җамәләрниң һәммисидә бирла вақитта оқулди. истанбулдики йавуз султан сәлим көврүки, 15-ийул демократийә вә миллий иттипақлиқ күни сәвәбидин қизил вә ақ рәңләрдә йорутулди.

истанбул айродуруминиң һава қатнаш контрол мунари 15-ийул демократийә вә миллий иттипақлиқ күни мунасивити билән, түркийә байриқиға пүркәлди.

галата мунари билән айасофйаи кәбир җамәсиму нурлар билән йорутулди.

чоң чамлиҗа җамәсигә «барлиқ шеһитлиримизниң роһи шад болсун» дегән хәт нур билән чүшүрүлди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر