әрдоған: нишанимиз «Türksat 5B» сүний һәмраһимизни аләм бошлуқиға йоллаштур

җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған нишанлириниң «Türksat 5B» сүний һәмраһини бун йилниң ахирқи чарикидә аләм бошлуқиға йоллаш икәнликини ейтти.

1666191
әрдоған: нишанимиз «Türksat 5B» сүний һәмраһимизни аләм бошлуқиға йоллаштур

түркийә авази радийоси хәвири: җумһур рәис әрдоған, пайтәхт әнқәрәдики түрксатниң гөлбаши райониға җайлашқан муәссәсәсидә өткүзүлгән «Türksat 5A» сүний һәмраһини хизмәткә кириштүрүш мурасимиға қатнашти, һәмдә бу йәрдә қилған сөзидә, мундақ деди: «< TÜRKSAT 6A> сүний һәмраһимизни тәтқиқ қилип йасап чиқтуқ, синақ басқучиға қәдәм қойған бу сүний һәмраһимизни келәр йили аләм бошлуқиға қойуш беришни пиланлаватимиз. бу арқилиқ, түркийә дунйа бойичә хәвәрлишиш сүний һәмраһи тәтқиқ қилип йасап чиқалиған 10 дөләт қатаридин орун алиду. лайиһәси вә тәтқиқ қилип йасап чиқиш басқучлири мувәппәқийәтлик һалда тамамланған < TÜRKSAT 5B > сүний һәмраһиизниң синақ хизмәтлири давамлишиватиду. нишанимиз бу сүний һәмраһимизни бу йилниң ахирқи чарикидә аләм бошлуқиға йоллаштур. пайдилиқ йүк иқтидари һазирғичә тәтқиқ қилип йасап чиқилған сүний һәмраһларниң һәммисидинму артуқ болидиған <TÜRKSAT 5B > сүний һәмраһиниң хизмәткә кириштүрүлүши билән бизниң санлиқ мәлумат алақә иқтидаримиз 15 һәссә ашиду.»

санлиқ мәлуматни асас қилидиған һәм йеңилиқ йаритишни қоллайдиған, миллий технологийәлик ишләпчиқириш иқтидарини йәниму йүксәк сәвийәгә йәткүзәләйдиған, сүний әқил җәһәттин алға силҗитидиған истиратегийәлик тәтқиқатларниму пат йеқинда ортақлишидиғанлиқлирини әскәрткән җумһур рәис әрдоған, мундақ дәп көрсәтти: «асаслиқ чоң тәһдитләрниң тор бошлуқлири һәм аләм бошлуқидинму келидиғанлиқини тонуп йетип, күчлүк тор мудапиә миханизими шәкилләндүримиз.»



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر