акар афғанистан тоғрисида америка һәйити билән көрүшидиғанлиқини билдүрди

түркийә дөләт мудапиә министири һулуси акар афғанистандики һамид карзайи хәлқара айродурумини қоғдаш ишлири тоғрисида америка һәйити билән музакирә өткүзидиғанлиқлирини билдүрди.

1663521
акар афғанистан тоғрисида америка һәйити билән көрүшидиғанлиқини билдүрди

түркийә авази радийоси хәвири: түркийә дөләт мудапиә министири һулуси акар афғанистандики кабул һамид карзайи хәлқара айродурумини қоғдаш ишлирини музакирә қилиш үчүн америкадин бир техникилиқ һәйәтниң әтә (2021-йили 24-ийун) түркийәгә келидиғанлиқини билдүрүп: «афғанистандиик мәвҗутлуқимизни давам қилиш йаки давам қилмаслиқ тоғрисида учришиш өткүзүватимиз. һәммә иш афғанистан хәлқиниң бихәтәрлики вә параванлиқи үчүндур» деди.

у байанатида: «афғанистан билән бизниң йүз йилларға тутишидиған тарихи, мәдәнийәт мунасивәтлиримиз бар. афғанистан хәлқи бизниң қериндишимиз. қериндашлиримизниң у йәрдики хатирҗәмлики вә бихәтәрлики үчүн 20 йилдин буйан башқа дөләтләр билән бирликтә қолимиздин келишичә тиришчанлиқ көрсәттуқ. болупму, йеқинқи алтә йилда кабулдики һамид карзайи хәлқара айродуруминиң башқурулуши вә техникилиқ җәһәттин қоллашта күчимизниң беричә ғәйрәт қилдуқ» деди.

у һамид карзайи хәлқара айродуруминиң нурғун саһәләрдики әһмийити үстидә тохтилип: «айродурумниң хизмәт бериши афғанистан хәлқигә пайдилиқ. бу мәнидин ейтқанда, һәр қайси дөләтләр өзлириниң хизмәтлирини давамлаштуруватиду. бизму башқа дөләтләр билән учришишлиримизни давамлаштуруватимиз. әтә америка һәйити билән көрүшимиз. бирликтә афғанистанлиқ қериндашлиримизниң бихәтәрликигә вә параванлиқиға қандақ һәссә қошалайдиғанлиқимиз үстидә издинимиз. алдимиздики күнләрдә, бу хизмәтләр ахирлашқанда, қандақ тәдбирләрни алидиғанлиқимиз тоғрисида пилан түзүлиду» деди.

у бүгүн (2021-йили 23-ийун) русийә айропиланиниң әнглийә парахотиға агаһландуруп оқ чиқарғанлиқи тоғрисидиму тохталди.

у : «бу ишниң һәқиқий әһвалини билишкә тиришиватимиз. бир қанчә саәт ичидә ениқ учур оттуриға чиқиду. әһвални йеқиндин көзитиватимиз» деди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر