түркийә-испанийә вә йавропа иттипақи музакирәлири йиғини бүгүн ечилиду

түркийә билән испанийә оттурисидики икки тәрәплик мәсилиләр вә йавропа иттипақи музакирәлири йиғини бүгүн (2021-йили 21-ийун) синлиқ шәкилдә өткүзүлиду.

1661759
түркийә-испанийә вә йавропа иттипақи музакирәлири йиғини бүгүн ечилиду

түркийә авази радийоси хәвири: ташқи ишлар министирлиқи түркийә билән испанийә оттурисидики икки тәрәплик мәсилиләр вә йавропа иттипақи музакирәлири йиғини тоғрисида йазма байанат елан қилди.

байанатта, түркийә билән испанийә оттурисидики синлиқ йиғинниң, муавин ташқи ишлар министири вә йавропа иттипақи ишлириға мәсул баш әлчи фаруқ қаймақчи билән испанийә ташқи ишлар министири, йавропа иттипақи вә һәмкарлиқ министирлиқиниң катипи хуән гонзалез барба (Juan Gonzalez Barba) ниң рийасәтчиликидә ечилидиғанлиқи қәйт қилинди.

байанатта, музакирәләр җәрйанида «түркийә-испанийә 7-қетимлиқ һөкүмәтләрара йиғини» ниң тәййарлиқлири вә икки тәрәп мунасивәтлириниң барлиқ тәрәплири музакирә қилиништин башқа, түркийә-йавропа иттипақи мунасивәтлири рамкисида өзара пикир алмаштурулидиғанлиқи әскәртилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر