ваксина әмләштә бир милйон рекорти бузуп ташланди

түркийәдә «ковид – 19» йуқумиға қарши күрәш даирисидә түнүгүн бир күн ичидә 1милйон қута ваксина әмлинип рекорт бузуп ташланди.

1659034
ваксина әмләштә бир милйон рекорти бузуп ташланди

түркийә авази радийоси хәвири: «ковид – 19» йуқумиға қарши күрәш даирисидә әмлиниватқан биринчи вә иккинчи ваксина қутилириниң сани йеқинқи 24 саәт ичидә 1милйон 240 миң 311 гә йәтти.

сәһийә министирлиқиниң «covid19asi.saglik.gov.tr» интернет адресидин орун алған мәлуматларға қариғанда, әмләнгән ваксина қутилириниң омумий сани 36 милйон 95 миң 162 гә йәткән.

сәһийә министири фаһрәттин коҗа, түнүгүн (2021-йили 16-ийун) аммиви ортақлишиш тор бети Twitter сәһиписидә елан қилған байанатида, 1милйон қута ваксина әмләш нишаниға йәткәнликлирини, җүмлидин, йеқинқи 24 саәт ичидә 1милйон 240 миң 311 қута ваксина әмләнгәнликини уқтурғаниди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر