дөләт мудапиә министири хулуси ақар ливийә зийарити даирисидә һәрбий әмәлдарлар билән көрүшти

хулуси ақар ливийә армийә баш иштаб башлиқи генерал муһәммәд әли һадад вә тириполи һәрбий район қомандани майор генерал абдулбасит мәрван билән учришиш елип барди.

1656892
дөләт мудапиә министири хулуси ақар ливийә зийарити даирисидә һәрбий әмәлдарлар билән көрүшти
akar libya.jpeg
hulusi akar.jpg
akar.jpg

түркийә авази радийоси хәвири: дөләт мудапиә министири хулуси ақар күтүвелиштин кейин,  ливийә вәзипә гурупписи қоманданлиқ иштабидики хадимлар билән бир йәргә җәм болди.

түркийә вә ливийә оттурисида узун йиллардин буйан давамлишиватқан достлуқ мунасивәтлири барлиқини тәкитлигән хулуси ақар, түркийәниң ливийәниң бирлики, пүтүнлүки вә бихәтәрлики үчүн керәклик ишларни давамлиқ қилидиғанлиқини ейтти.

хулуси ақар һәрбий исйанчи һафтәрниң ливийәдә бигунаһ кишиләргә қилған һуҗумини әскәртип, һафтәр гурупписи тәрипидин көмүлгән вә һәтта ойунчуқларниң ичигиму орунлаштурулған партилатқучларниң кичик балиларниму өз ичигә алған нурғун пуқраларниң җениға замин болғанлиқини билдүрди.

хулуси ақар йәнә мундақ деди:

«бу партилатқучлар вә миналар сәвәбидин пут-қоллиридин айрилған вә шәһид болған нурғун ливийәлик қериндашлиримиз бар. уларниң бир қисми бу йәрдә, йәнә бир қисми түркийәдә давалиниватиду. бу қериндашлиримиз үчүн йәлкимизгә қандақ вәзипә йүклинишидин қәти нәзәр уни орундишимиз, уларға йол көрситишимиз вә йардәмчи болишимиз лазим. биз ливийәлик қериндашлиримизниң бу азаб – оқубтини ортақлишимиз вә буни йениклитиш үчүн қолимиздин келидиған пүтүн тиришчанлиқларни көрситимиз. қериндаш болуш сүпитимиз билән бир мушт, бир тән болуп, һәққаний дәвалирида ливийә билән биргә болимиз»



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر