чавушоғлу латвийә муавин баш министири билән көрүшти

ташқи ишлар министири мәвлүт чавушоғлу лавийә муавин баш министири, қошумчә дөләт мудапиә министири артис пабрикс билән көрүшти.

1653886
чавушоғлу латвийә муавин баш министири билән көрүшти

түркийә авази радийоси хәвири: чавушоғлу, аммиви ортақлишиш тор бети Twitter сәһиписидә, бу һәқтә елан қилған байанатида, мундақ деди: «лтавийә муавин баш министири, қошумчә дөләт мудапиә министири артис пабрикс билән көрүштүм, учришишта, икки дөләт оттурисидики мунасивәтлиримиз вә дөләт мудапиәси санаити саһәсидә һәмкарлиқ имканийәтлиримиз һәққидә музакирә елип бардуқ.»

у йәнә, түркийәниң учқучисиз һава аппаратлириға көңүл бөлүватқан шималий атлантик әһди тәшкилатидики иккинчи иттипақдиши латвийә билән һәмкарлиқни йәниму йүксәк сәвийәгә йәткүзидиғанлиқлириниму сөзлиригә илавә қилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر