шәнтоп қазақистан кеңәш палатасиниң башлиқи билән телефонлашти

түркийә бүйүк милләт мәҗлиси башлиқи мустафа шәнтоп қазақистан кеңәш палатасиниң башлиқи маулен ашимбайев билән телефонда көрүшүп, қазақистан хәлқиниң «роза һейт» ини тәбриклиди.

1639814
шәнтоп қазақистан кеңәш палатасиниң башлиқи билән телефонлашти

түркийә авази радийоси хәвири: түркийә бүйүк милләт мәҗлиси башлиқи мустафа шәнтоп, телефон сөһбитидә, түркийә бүйүк милләт мәҗлиси намидин қазақистан кеңәш палатасиниң башлиқи маулен ашимбайев вә қазақистан хәлқиниң «роза һейт» ини тәбриклиди, һәмдә түркийә билән қазақистан оттурисидики мунасивәтләрни достлуқтинму бәкрәк қериндаш дөләтләр оттурисидики мунасивәтләр дәп атап мундақ деди: «икки тәрәп мунасивәтлиримизниң техиму тәрәққий қилиши үчүн, учур - алақә ишлиримизни һәр сәвийәдә, дөләт башлиқлири вә парламент башлиқлири сәвийәсидә давамлаштуруш ирадимиз қәтийдур.»

қазақистан кеңәш палатасиниң башлиқи маулен ашимбайев мундақ деди: «‹ковид – 19› йуқуминиң дәсләпки мәзгиллиридә зор қийинчилиқларға дуч кәлдуқ, шу вақитта түркийә әвәткән йардәмләрни унтумидуқ, һечқачан унтумаймиз.»

түркийәниң түркистанда баш консулхана ечишни қарар қилғанлиқини әскәрткән ашимбайев, бу қарарниң, мунасивәтләрниң йәниму йүксәк сәвийәгә йәткүзүлүшидә муһим рол ойнайдиғанлиқиниму сөзлиригә илавә қилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر