оқтай һейт намизидин кейин исраилийәниң қуддустики қилмишлириға наразилиқ билдүрди
җумһур рәис йардәмчиси фуат оқтай, қуддусниң пәләстинниң пайтәхти болуп турушни давамлаштуридиғанлиқини ейтти.
1638800
түркийә авази радийоси хәвири: җумһур рәис йардәмчиси фуат оқтай пайтәхт әнқәрәдики милләт җамәсидә һейт намизини өтигәндин кейин байанат бәрди؛ у исраилийәниң 1947 – йилидин бери зулум селип келиватқан бир террор дөлити икәнликини билдүрүп: «қуддус пәләстинликләрниңкидур вә пәләстин бир мустәқил дөләт сүпитидә — иншааллаһ — келәчәктә өзи лайиқ орунға игә болиду» деди.