җумһур рәис әрдоған малайшийа падишаһи вә қатар әмири билән телефонлашти

җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған, малайшийа падишаһи султан абдуллаһ риайәтуддин әлмустапа биллаһ шаһ вә қатар әмири шәйх тәмим бин һәмәд ал сани билән телефонлашти.

1637974
җумһур рәис әрдоған малайшийа падишаһи вә қатар әмири билән телефонлашти

түркийә авази радийоси хәвири: җумһур рәислик мәһкимиси учур – алақә ишлири идарисиниң билдүрүшичә, җумһур рәис әрдоғанниң малайшийа падишаһи билән өткүзгән телефон сөһбитидә, икки дөләт мунасивәтлири билән бирликә, исраилийәниң мәсҗиди әқсаға вә пәләстинликләргә қиливатқан һуҗумлири тоғрисида пикир алмаштурулған.

җумһур рәис әрдоған, исраилийәниң мәсҗиди әқсаға һуҗум қилиши, пәләстинликләргә зулум селишиға қарита бир гәвдә болушниң зөрүийитини оттуриға қойған.

у, түркийә билән малайшийаниң бу һәқтә бирләшкән дөләтләр тәшкилати (б д т) вә ислам һәмкарлиқ тәшкилати қатарлиқ мунасивәтлик барлиқ органлар билән һәмкарлишидиғанлиқиға ишинидиғанлиқини тәкитлигән.

әрдоғанниң қатар әмири ал сани билән өткүзгән сөһбитидиму исраилийәниң мәсҗиди әқса вә пәләстинликләргә қилған һуҗумлири музакирә қилинған.

җумһур рәис әрдоған, исраилийәниң қуддус, мәсҗиди әқса вә пәләстинләргә қаратқан һуҗумлириға қарита район дөләтлири вә хәлқара җәмийәтни сәпәрвәр қилиш үчүн түркийә билән қатарниң бирликтә тиришчанлиқ көрситишиниң муһим икәнликини тәкитлиди.

җумһур рәис әрдоған түнүгүнму ийорданийә падишаһи иккинчи абдуллаһ вә кувәйт әмири нәвваф әләһмәд әлҗабир әссабаһ билән айрим – айрим телефон сөһбити өткүзүп, исраилийәниң мәсҗиди әқса вә пәләстинликләргә қиливатқан һуҗумлири тоғрисида сөзләшкәниди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر