түркийә кабулдики бир мәктәп алдида йүз бәргән террорлуқ һуҗумини қаттиқ әйиблиди

түркийә афғанистанниң пайтәхти кабулда бир мәктәп алдида аптомобил бомба билән елип берилған террорлуқ һуҗумини қаттиқ әйиблиди.

1636775
түркийә кабулдики бир мәктәп алдида йүз бәргән террорлуқ һуҗумини қаттиқ әйиблиди

түркийә авази радийоси хәвири:  түркийә ташқи ишлар министирлиқиниң йазма байанатида, пайтәхт кабулға қарашлиқ дәшти бәрчи районида бүгүн мәктәп алдида аптомобил бомба билән елип берилған терорлуқ һуҗумида оқуғучиларниму өз ичигә алған аз дегәндә 30 пуқраниң һайатидин айрилғанлиқи вә 50 дин артуқ кишиниң йариланғанлиқиға даир хәвәрни наһайити қайғуруш ичидә тапшуруп алғанлиқи билдүрүлди,

байанатта, « мубарәк қәдир кечиси күнидә йүз бәргән бу инсан қелипидин чиққан терорлуқ һуҗумини қаттиқ әйибләймиз, садир қилғучиларни ләнәтләймиз вә уларниң адаләт алдида җавабкарлиққа тартилишини үмид қилимиз» дейилди.

байанатта йәнә, йиргинчлик һуҗумда һайатидин айрилғанларға аллаһтин рәһмәт вә йариланғанларға шипалиқ тиләш билән биргә, дост, қериндаш афғанистан хәлқи вә һөкүмитигә түркийәниң чоңқур тәзийәси билдүрүлди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر