ибраһим қалин йавропа таратқулириниң мусапирларға тутуватқан позитсийәсигә наразилиқ билдүрди

түркийә җумһурийити җумһур рәислик мәһкимиси байанатчиси ибраһим қалин, йавропа медийасиниң мусапирларға тутуватқан позитсийәсигә наразилиқ билдүрди.

1635354
ибраһим қалин йавропа таратқулириниң мусапирларға тутуватқан позитсийәсигә наразилиқ билдүрди

түркийә авази радийоси хәвири: ибраһим қалин иҗтимаий таратқу суписи — твиттердики адресида йавропа таратқулириниң мусапирлар тоғрисидики бир хәвәрдин үзүндә ортақлашти.  

байанатчи ибраһим қалин, «йавропа иттипақиға әза дөләтләрниң йуқум мәзгилидә йолға қойған деңиз йоли билән кәлгән мусапирларни қайтуруветиш сийасити сәвәбидин кәм дегәндә икки миң адәм өлди» дегән учурларға орун берилгән хәвәргә ишарәт қилған һалда: «йавропа таратқулириниң бу хәвири күнтәртиптин алдинқи қатаридин орун алмайду. наһәқ өлүп кәткән һәр бир инсан билән бирликтә инсанлиқ өлүшни давамлаштуриду» дегәнләрни қәйт қилди.

 



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر