икки әскәр шеһит болди

ирақниң шималида давамлишиватқан «пәнҗә-чақмақ һәрикити райони» да йариланған икки әскәр шеһит болди.

1631557
икки әскәр шеһит болди

түркийә авази радийоси хәвири: түркийә дөләт мудапиә министирлиқи икки әскәрниң шеһит болғанлиқи тоғрисида байанат елан қилди.

байанатта: «ирақниң шималида давамлишиватқан‹пәнҗә-чақмақ һәрикити› даирисидә, 28-апрелда танка атар билән қилинған һуҗумда йарилинип дохтурханида давалиниватқан бир қәһриман әскиримиз билән, 30-апрел тик учардин сәкрәш җәрйанида йариланған йәнә бир  әскиримиз давалаш үнүм бәрмәй охшаш бир күндә шеһит болди» дейилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر