сулайман сойлу 5 террорчиниң уҗуқтурулғанлиқини елан қилди

ички ишлар министири сулайман сойлу дийарбакирниң лиҗә наһийәсигә қарашлиқ йезиларда елип берилған «әрән 2» һәрикитидә бөлгүнчи террорлуқ тәшкилати п к к әзаси 5 террорчиниң уҗуқтурулғанлиқини елан қилди.

1630903
сулайман сойлу 5 террорчиниң уҗуқтурулғанлиқини елан қилди

 

 

түркийә авази радийоси хәвири: сулайман сойлу тивиттер һесабида һәмбәһирлигән йазмисида, «әрән 2 һәрикити нәтиҗисидә, дийарбакирниң лиҗә наһийәси йезилирида  5 терорчи уҗуқтурулди. бу дөләтниң йегит әвлириға вә қәһриман жандармимизға һалал болсун» деди.

«әрән 2» һәрикити һәққидә ички ишлар министирлиқи тәрипидин елан қилинған байанаттиму  әрән 2  һәрикити даирисидә, дийарбакирниң лиҗә наһийәсигә қарашлиқ йезилиридики бихәтәрлик қисимлири, қораллиқ вә қоралсиз учқучисиз ойропланлар, атак тик учар айропилани вә һава армийәсиниң йардими билән террорчиларға қарши һәрикәт елип берилғанлиқи билдүрүлди.

байанатта, елип берилған һәрикәт җәрйанида, п к к ниң аталмиш ​​алаһидә қисим офитсерини өз ичигә алған 5 терорчиниң уҗуқтурулғанлиқи вә районда һәрбий һәрикәтләрниң давамлишиватқанлиқи уқтурулди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر