чавушоғлу шималий қибрис түрк җумһурийитини толуқ қоллиғанлиқлирини билдүрди

б д т башчилиқида қибрис тәрәплири билән капаләтчи дөләтләр болған түркийә, гиретсийә вә әнглийәниң қатнишишида, «қибрис» темилиқ йиғин иккинчи күнигә қәдәм қойди.

1630092
чавушоғлу шималий қибрис түрк җумһурийитини толуқ қоллиғанлиқлирини билдүрди

түркийә авази радийоси хәвири: б д т баш катипи антонийо гутерс конферансқа рийасәтчилик қилди. конферанс әнқәрә вақти 11:20 өткәндә башланди.

ахбаратқа йепиқ йиғинлар б д т ниң җәнвә шәһиридики ишханисида ечилмақта.

антонийо гутерс һәр қайси дөләт һәйәтлириниң башлиқлири шәрипигә кәчлик тамақ зийапити бериду. конферанс әтә (2021-йили 29-апрел) ахирлишиду.

түркийә ташқи ишлар министири мәвлүт чавушоғлу твитетрда учур һәмбәһирләп: «қибрис конферансида түрк тәрәпниң баравәр игилик һоқуқ вә баравәр хәлқаралиқ салаһийәт нишанини вә буниңға мунасивәтлик тәклипини толуқ қоллидуқ» деди.

у федератсийә чарисиниң, немә үчүн мәсилини һәл қилалмайдиғанлиқиниму чүшәндүргәнликлирини әскәртти. у мундақ деди:

«адил, узун муддәтлик вә давамлаштурғили болидиған һәл қилиш чариси, пәқәт аралдики һәқиқәтләр асасида әмәлгә ешиши мумкин.»

шималий қибрис түрк җумһурийити баш министири әрсан санәр байрақ телевизийәсиниң «сәрләвһә +» пирограммисиға қатнишип: «һазирчә арзу қилған нуқтимизға йетәлмидуқ, бу учришишларниң қандақ әкс етидиғанлиқини бирликтә көримиз» деди.

у шималий қибрис түрк җумһурийити җумһур рәиси әрсин татар билән зич алақә қиливатқанлиқлирини әскәртип, б д т баш катипи антонийо гутерсниң қибрис түрк хәлқиниң кәскин мәйданини ениқ чүшәнгәнликини билдүрди.

у: «бүгүн җәнвәдики наһайити алдираш бир күн болиду. нурғун мәсилиләр музакирә қилиниду вә қандақ һәл қилиш пиланини бекитиш оттуриға чиқиду. қибрис түрк хәлқиниң ембарголар астида, йалғузсизлаштурушниң астида йәнә 53 йил турушини һечким күтмисун. әмди бу мумкин әмәс» деди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر