әрдоған: түрккә, түрк хәлқигә «ирқий қирғинчилиқ» тамғисини уралмайсиләр

әрдоған җо байдинниң бир әсирдин артуқ йил илгири(1915)йүз бәргән ечинишлиқ вәқәләр тоғрисида «мувазинәтсиз, адаләтсиз вә һәқиқәтләргә хилап сөзләрни» қилғанлиқини билдүрүп: «түрккә, түрк хәлқигә ‹ирқий қирғинчилиқ› тамғисини уралмайсиләр» деди.

1628768
әрдоған: түрккә, түрк хәлқигә «ирқий қирғинчилиқ» тамғисини уралмайсиләр

түркийә авази радийоси хәвири: җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған кабент йиғинидин кейин, муһим байанатларни елан қилди.

у америка пирезиденти җо байдинниң 1915-йил вәқәлирини намда «ирқий қирғинчилиқ» дегәнликигә наразилиқ билдүрүп: «буни радикал әрмәнләр вә түркийәгә қарши болған гуруппиларниң бесими билән дегәнликини билимиз. америка вә йавропа әгәр биз билән тарих мәсилисидә мусабиқигә чүшмәкчи болса, улар инсанларниң йүзигә қарийалмайдиған әһвалға келип қалиду. буни биз әмәс, йавропалиқ тарихчилар шундақ дәйду. әгәр ирқий қирғинчилиқ дәйдиған ишиңлар болса, әйнәккә қаривитип гәп қилишиңлар лазим. османли әрмән нопусини башқа җайларға палимиған, пәқәт йерини алмаштурған. уларға бир һәптә вақит бәргән вә қийинчилиқи болғанларни мустәсна тутқан. буларниң сани америка доклатлиридиму әң көп болғанда 600 миң дейилиду. әмма, һәқиқий сан буниңдинму аз» деди.

у әйни вақитта әрмәнләр қирғин қилған түркләрниң коллектип мазарлиқлириниң нурғун җайларда тепилғанлиқини, бирақ һечқандақ йәрдә әрмәнләргә тәвә мазарлиқларниң тепилмиғанлиқини алаһидә тәкитлиди.

у: «24-апрел тарихида инсаний тирагедийәгә мунасивәтлик һечқандақ вәқә йүз бәрмигән. 1915-йил 24-апрел, османли дөлитигә қарши һәрикәт қилған тәшкилатларни тарқитип, 235 каттибеши тутулған күн. әрмән қара гуруһлири османли армийәси йаки шәһәрләрни қоғдаватқан әскәрләр билән тоқунушмай, қолида төмүрниң сунуқи йоқ кишиләрни қирғин қилған. барлиқ һәқиқәтләр оттурида турса, қопуп түрккә, түрк хәлқигә ‹ирқий қирғинчилиқ› тамғисини уралмайсиләр. тарихта йүз бәргән вәқәләрни тәтқиқ қилиш вә һәқиқәтләрни оттуриға чиқириш ишини сийасәтчиләр әмәс, тарихчилар қилиши керәк. йиллардин бери дейиливатқан әрмән дәвалири мәсилисидә ортақ тарих комитети қуруш тәклипимизгә һазирғичә җаваб алалмидуқ» деди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر