мустапа шәнтоп 23 өсмүрни күтүвалди

түркийә бүйүк миллий мәҗлиси (парламенти) башлиқи мустапа шәнтоп 23 - апрел миллий игилик һоқуқи вә балилар байрими мунасивити билән түнүгүн 23 оқуғучини күтүвалди.

1626859
мустапа шәнтоп 23 өсмүрни күтүвалди

түркийә авази радийоси хәвири: түркийә бүйүк миллий мәҗлиси (парламенти) башлиқи мустапа шәнтоп, кәлгүсиниң чоңлири болған кичил балиларға, «силәр иншааллаһ, техиму йахши күнләрдә, техиму қудрәтлик, техиму чоң түркийәдә йашайсиләр. бундақ түркийәни қуридиған вә бәрпа қилидиған кишиләр силәр болисиләр» деди.

балилар билән бир мәзгил параңлашқан вә уларниң соаллириға җаваб бәргән мустапа шәнтоп, түркийә бүйүк миллий мәҗлисиниң қурулиши вә 23 - апрел миллий игилик һоқуқи вә балилар байрими һәққидә мәлумат бәрди. балилар оқуған түркийә дөләт шеирини аңлап, уларни тәбриклиди.

мустапа шәнтоп программа даирисидә балиларни ишханисида күтүвалди вә өз вәзиписини иккинчи синип оқуғучиси мирач әймән кайаға өткүзүп бәрди.

мустапа шәнтоп балиларға қилған сөзидә, «1920-йили 23- апрел, бизниң мустәқиллиқ күришимиз түркийә бүйүк миллий мәҗлиси тәрипидин елип берилишқа башлиған күндур.  бу күн ататүрк тәрипидин балиларға совға қилинди вә байрамға айланди» деди.  

мустапа шәнтоп  йәнә мундақ деди:

«бу дунйа тарихида тунҗи қетим балиларға совға қилинған бир байрам болуп, буни түркийә ишқа ашурди. немишқа балиларға совға қилинди? чүнки балилар бизниң кәлгүсимиз. һазир ататүрк вә униң достлири һайат әмәс. униңдин кейин уларниң достлириниң пәрзәнтлири байрақни тапшуруп алди, андин уларму аләмдин өтти вә уларниң пәрзәнтлири байрақни тапшуруп алди , андин уларниң пәрзәнтлири. әмди нөвәт бизгә кәлди. азғинә вақиттин кейин, силәрму чоң болисиләр. биз байрақни силәргә тапшуримиз».

түркийәниң бүйүк вә күчлүк дөләткә айлиниш йолидики күришиниң бир байрақ мусабиқиси әкәнликини әскәрткән мустапа шәнтоп, «силәр иншааллаһ, техиму йахши күнләрдә, техиму қудрәтлик, техиму чоң түркийәдә йашайсиләр. бундақ түркийәни қуридиған вә бәрпа қилидиған кишиләр силәр болисиләр» деди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر