түркийәдә бүгүн 341 йуқумланғучи қаза қилди

түркийәдә йеқинқи 24 саәт ичидә вухән вируси (Kovid-19) сәвәбидин 341киши җенидин айрилди.

1624347
түркийәдә бүгүн 341 йуқумланғучи қаза қилди

түркийә авази радийоси хәвири: бүгүн түркийәдә вухән вируси (Kovid-19) сәвәбидин 341киши җенидин айрилди. буниң билән, вухән вируси сәвәбидин җенидин айрилғанларниң омумий сани 36 миң 267гә йәтти.

бүгүн бир күндә саламәтлики тәкшүрүлгән 318 миң 869 адәмниң 2 миң 862 нәпиридә йуқум байқалди.

күндилик йуқумланғучилар омумий сани 55 миң 149ға йәтти.

саламәтлики әслигә келип балнисттин чиққан 48миң 947 адәмни қошқанда җәмий саламәтлики йахшиланғанлар сани 3 милйон 736миң 537гә йәтти.


خەتكۈچ: #ваба , #вирус

مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر