оқтай: ш қ т җ асасий қанун мәһкимисиниң қуран курслири қарари һәққидә тохталди

түркийә җумһурийити җумһур рәис йардәмчиси фуат оқтай, шималий қибрис түрк җумһурийити асасий қанун сот мәһкимисиниң қуран курслири тоғрисидики қарари һәққидә тохталди.

1622987
оқтай: ш қ т җ асасий қанун мәһкимисиниң қуран курслири қарари һәққидә тохталди

түркийә авази радийоси хәвири: түркийә җумһурийити җумһур рәис йардәмчиси фуат оқтай, шималий қибрис түрк җумһурийити асасий қанун сот мәһкимисиниң қуран курслири тоғрисидики қарари һәққидә тохтилип: «қарарниң йәнә келип рамизан ейида чиқирилиши виҗданимизни техиму еғир зедилиди» деди.

җумһур рәис йардәмчиси фуат оқтай, җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоғанниң йолйоруқиға асасән, шималий қибрис түрк җумһурийити җумһур рәиси әрсин татар вә баш министири әрсан санәр билән телефонда көрүшүп, асасий қанун мәһкимисиниң қуран курслирини тақиветиш тоғрисидики қарари вә буниңдин кейин чиқиришқа болидиған бәлгилимиләр һәққидә пикир алмаштурғанлиқини билдүрди.

дөлитимиз (түркийә җумһурийити) ташқи ишлар министири мәвлут чавушоғлуниң түнүгүн ишқа ашурулған шималий қибрис түрк җумһурийитидики зийарити җәрйанидиму бу мәсилиниң музакирә қилинғанлиқини әскәртти.

«дөләт тегишилик назарәт вә контрол қилиш муһити йаритип, барлиқ кишиләрниң дин вә виҗдан әркинликигә капаләтлик қилиши керәк» дегән оқтай сөзини давамлаштуруп: «бизниң дөлитимиздикигә охшаш, диний ишлар башқармиси дөләтниң назарити вә контроллуқида диний тәлим – тәрбийәни қандақ бәргән болса, шималий қибрис түрк җумһурийитидиму диний ишлар идарисиниң буни ишқа ашуридинму тәбиий бир иш болмайду» дегәнләрни қәйт қилди.

оқтай, түркийәниң шималий қибрис түрк җумһурийитидә дин вә виҗдан әркинликиниң капаләт астиға елинишиға әһмийәт беридиғанлиқини вә буни көзитишни давамлаштуридиғанлиқини сөзлиригә илавә қилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر