түркийәдә бүгүн 279 йуқумланғучи қаза қилди

түркийәдә йеқинқи 24 саәт ичидә вухән вируси (Kovid-19) сәвәбидин 279 киши җенидин айрилди.

1621446
түркийәдә бүгүн 279 йуқумланғучи қаза қилди

түркийә авази радийоси хәвири: бүгүн түркийәдә вухән вируси (Kovid-19) сәвәбидин 279 киши җенидин айрилди. буниң билән, вухән вируси сәвәбидин җенидин айрилғанларниң омумий сани 34 миң 734кә йәтти.

бүгүн бир күндә саламәтлики тәкшүрүлгән 310 миң 420 адәмниң 2 миң 802 нәпиридә йуқум байқалди.

күндилик йуқумланғучилар омумий сани 62 миң 797 гә йәтти.

саламәтлики әслигә келип балнисттин чиққан 55миң 413 адәмни қошқанда җәмий саламәтлики йахшиланғанлар сани 3 милйон 480 миң 146гә йәтти.


خەتكۈچ: #вирус , #ваба

مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر