алтун гиретсийәниң п к к террорлуқ тәшкилатиға йантайақ болуватқанлиқини оттуриға қойди

җумһур рәислик мәһкимиси учур – алақә ишлири идариси башлиқи фаһрәттин алтун, гиретсийәниң бөлгүнчи террорлуқ тәшкилати п к к ни қоллиғанлиқини оттуриға қойди.

1618430
алтун гиретсийәниң п к к террорлуқ тәшкилатиға йантайақ болуватқанлиқини оттуриға қойди

түркийә авази радийоси хәвири: фаһрәттин алтун тивиттердики адресида гиретсийәниң бөлгүнчи террорлуқ тәшкилати п к к  ни қоллиғанлиқи тоғрисида инглизчә учур һәмбәһрилиди.

түркийәниң террорлуқ тәшкилатлири даеш, фәтө (фәтһуллаһчи террорлуқ тәшкилати) вә п к к қарши күриши байан қилинған үч минутлуқ бир син көрүнүшни ортақлашқан алтун: «гиретсийә п к к қатарлиқ террорлуқ тәшкилатлириға панагаһ болуватиду. һәқиқий панаһланғучилар әгә деңизида өлүм гирдабиға ташлап қойулуватқан бир пәйттә, йавропа иттипақи чеграси ичидики бир аталмиш ​​мусапирлар лагерину ува тутқан террорчилар, нато әзаси түркийәдә адәм бомба һуҗумлири вә террорлуқ һәрикәтлирини пиланлимақта. гиретсийәниң чеқилалмаслиқ һоқуқиниң ахирлишидиған чеғи кәлди» деди.

һәмбәһирләнгән син көрүнүшидә, түркийәниң террорлуққа қарши қәтий күрәш қиливатқан болушиға қаримай, бир қисим чәт әл дөләтлириниң бу гуруппиларға йардәм бериватқанлиқи алаһидә тәкитләнди.

гиретсийәниң бөлгүнчи террорлуқ тәшкилати п к к вә фәтөниң панаһгаһиға айланғанлиқи байан қилинған бу син көрүнүшидә, террорчилар каттибеши абдуллаһ өҗаланниң 1999 - йили атинаға берип, җәнубий қибрис рим паспортини ишләткәнлики әскәртилди.

өҗаланниң гиретсийә баш әлчисиниң туралғусидин найроби айродурумиға йөткилиши җәрйанида қолға чүшүрүлгәнлики әслитип өтүлгән видеода, өҗаланниң сот җәрйанида гиретсийәниң бөлгүнчи террорлуқ тәшкилати п к к ни қандақ қоллиғанлиқини етирап қилғанлиқиға даир учурларға орун берилди.

өҗаланниң п к к әзалириниң лаврио лагерида қорал мәшиқи қилғанлиқини ейтқанлиқи тәкитләнгән видеода, мәзкур лагерниң һазирму актип икәнлики тәкитләнди.

гиретсийәниң йәнә 15 – ийул һәрбий – сийасий өзгириш қозғашқа урунуш һәрикитидин кейин фәтһуллаһчи террорлуқ тәшкилати әзалирини очуқ – ашкара қоллиғанлиқи, гиретсийәгә қечип кәткән сийасий өзгириш пиланлиғучилириниң тапшурулуши уйақта турсун, әркин – азадә һалда гиретсийәни айлинип йүрүшигә имканийәт йаритип берилгәнлики қәйт қилинди.

видеода, әнқәрәниң террорлуқ тәшкилатлириға қарши қошниси гиретсийәни өз ичигә алған шималий атлантик окйан әһди тәшкилати – нато иттипақдиши дөләтләрни түркийәниң барлиқ күрәшлиригә йардәмчи болушқа чақирғанлиқиму әскәртип өтүлди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر