чавушоғлу: йавропа рәһбәрлириниң түркийә зийарити җәрйанидики орунлаштурушлар тәләпкә уйғун

дөлитимиз (түркийә җумһурийити) ташқи ишлар министири мәвлүт чавушоғлу, йавропа иттипақи рәһбәрлириниң түркийә зийарити әснасидики рәсмий орунлаштурушларниң йавропа иттипақи тәрипиниң тәләплиригә уйғун болғанлиқини ейтти.

1617172
чавушоғлу: йавропа рәһбәрлириниң түркийә зийарити җәрйанидики орунлаштурушлар тәләпкә уйғун

түркийә авази радийоси хәвири: дөлитимиз ташқи ишлар министири мәвлүт чавушоғлу, кувәйт ташқи ишлар, қошумчә ички кабинетқа мәсул дөләт ишлири министири шәйх әһмәд насир муһәммәд әссабаһ билән пайтәхт әнқәрәдә қошма мухбирларни күтүвелиш йиғини өткүзди.

чавушоғлу, йавропа иттипақи кеңиши башлиқи чарлез мишел билән йавропа иттипақи комитети башлиқи урсула вон дерлейенниң түркийә зийарити вә рәсмий орунлаштурушларға мунасивәтлик дәталашларға даир соалларға җаваб бәрди.

узун тарихқа игә бир дөләт болған түркийәниң тунҗи қетим меһман күтүвалмиғанлиқини әскәрткән чавушоғлу, түркийәдики учришишларға алақидар рәсмий орунлаштурушларниң хәлқаралиқ күтүвелиш өлчәмлири вә түрк меһмандостлуқи рамкиси ичидә болғанлиқини тәкитлиди.

түркийәниң наһәқ әйибләватқанларниң барлиқиға ишарәт қилған чавушоғлу: «һәр қетимлиқ зийарәттин илгири орунлаштурғучилар бир йәргә җәм болуп, орунлаштуруш тоғрисида музакирә өткүзиду. орунлаштурушларда йавропа иттипақи тәрәпниң тәләплири орундалди. йавропа иттипақи тәрәпниң тәлипигә бинаән мушундақ бир олтуруш тәртипи орунлаштурулди» деди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر