түркийә армийәси ирақниң шималида п к к ға зәрбә бәрди

түркийә армийәси ирақниң шималидики мәтина районида һавадин зәрбә бериш һәрикити елип берип, п к к әзаси бәш террорчини бир тәрәп қилди.

1616274
түркийә армийәси ирақниң шималида п к к ға зәрбә бәрди

түркийә авази радийоси хәвири: түркийә җумһурийити дөләт мудапиә министирлиқи твиттердики адреси арқилиқ байанат берип, түркийә армийәсиниң террорчиларниң увилирини битчит қилип ташлашни давамлаштуруватқанлиқини, бу даиридә ирақниң шималидики мәтина районида чарлаш – көзитиш васитилири арқилиқ орни ениқланған п к к әзаси бәш террорчиниң утуқлуқ һалда бир тәрәп қилинғанлиқини уқтурди.

байанатта: «зәрбә бериш һәрикәтлиримиз қәтийлик билән давам қилиду» дегән ибариләргә орун берилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر