түркийә сақчилири марттики дөләт ичи һәрикәтлиридә җәмий 86 террорчини уҗуқтурди

түркийә аманлиқни сақлаш даирилири мартта елип берилған ички бихәтәрлик һәрикәтлиридә, 86 террорчини уҗуқтуруп, 16 террорлуқ һәрикитиниң алдини алди.

1615553
түркийә сақчилири марттики дөләт ичи һәрикәтлиридә җәмий 86 террорчини уҗуқтурди

түркийә авази радийоси хәвири: муавин ички ишлар министири вә министирлиқ байанатчиси исмаил чатакли,  министирлиқ йиғин залида өткүзүлгән айлиқ ахбарат елан қилиш йиғинида марттики ички бихәтәрлик һәрикәтлиридә 86 терорчиниң уҗуқтурулғанлиқини билдүрди.

исмаил чатакли зәһәрлик чекимликкә қарши қарши күрәш даирисидиму 29-марттин 5-апрелғичә болған арилиқта 5222 кишиниң қолға елинғанлиқини байан қилди.

исмаил чатакли мартта бир бомба учқучисиз айропилан билән елип бериш пиланланған һәрикәтни қошқандам җәмий 16 террорлуқ һәрикитиниң алди алғанлиқини елан қилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر