чавушоғлу б д т омумий кеңишиниң башлиқи билән көрүшти

ташқи ишлар министири мәвлүт чавушоғлу пайтәхт әнқәрәдә дөләт ишлири зийаритидә болуватқан бирләшкән дөләтләр тәшкилатиниң 75 – нөвәтлик омумий кеңишиниң башлиқи волқан бозқир билән көрүшти.

1615816
чавушоғлу б д т омумий кеңишиниң башлиқи билән көрүшти

түркийә авази радийоси хәвири: чавушоғлу, аммиви ортақлишиш тор бети Twitter сәһиписидә, түркийә ташқи ишлар министирлиқи бинасида ишқа ашурулған учришиш һәққидә елан қилған байанатида, мундақ деди: «бирләшкән дөләтләр тәшкилатиниң 75 – нөвәтлик омумий кеңишиниң башлиқи сүпитидә тунҗи қетим түркийәдә зийарәттә болған волқан бозқир билән көрүштуқ, униң рәһбәрликидә омумий кеңәшниң паалийәтлири ‹ковид – 19› йуқумиға қаримай үзлүксиз давамлашмақта.»

түркийәниң бирләшкән дөләтләр тәшкилатидики башламчи ролиниң волқан бозқир дәвридиму үзлүксиз давамлишидиғанлиқини әскәрткән чавушоғлу, истанбулни бирләшкән дөләтләр тәшкилати мәркизигә айландуридиғанлиқлирини қәйт қилди.

бирләшкән дөләтләр тәшкилатиниң 75 – нөвәтлик омумий кеңишиниң башлиқи волқан бозқир ататүрк хатирә сарийини зийарәт қилди.

бозқир вә униң һәмраһлиқидики һәйәт (түркийә җумһурийитиниң қурғучуси мустапа камал) ататүрк хатирә сарийини зийарәт қилип, ататүркниң қәбрисигә гүлчәмбирәк қойди, һәмдә һөрмәттә турди.

«мисақи миллий равиқи» ға өтүп, ататүрк хатирә сарийиниң мәхсус дәптирини имзалиған бозқир, дәптәргә мунуларни йазди: «бирләшкән дөләтләр тәшкилати тарихида бу вәзипини өз түстигә алған тунҗи түркийә җумһурийити пуқраси болғанлиқим үчүн, бирләшкән дөләтләр тәшкилатиниң әң алий қарар мақуллаш оргинини, болупму 75 – нөвәтлик қурулуш мәзгилидә һәм мушәққәтлик ‹ковид – 19› йуқуми басқучида башқурғанлиқим үчүн, өзүм, дөлитим вә хәлқим намидин чәксиз пәхирлинимән, бүгүн түркийә байриқи, бирләшкән дөләтләр тәшкилатиниң байрақлири билән бирликтә омумий кеңәш оргинида ләрзан ләпилдимәктә, әзиз хатириңиз алдида һөрмәт билән егилимән.»

бозқир, түркийә зийарити даирисидә җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған тәрипидин қобул қилиниду.

түркийә бүйүк милләт мәҗлиси башлиқи мустафа шәнтоп вә ташқи ишлар министири мәвлүт чавушоғлу биләнму көрүшидиған бозқир, учришишлирини тамамлиғандин кейин, түркийә бүйүк милләт мәҗлиси омумий кеңишигә хитаб қилиду.

униң йәнә, 10 – апрел күни, хатайда, ғәрбий шималий сүрийәгә қарита ишқа ашурулуватқан чегра һалқиған инсанпәрвәрлик йардәм һәрикәтлирини көздин кәчүрүши вә вақитлиқ панаһлиниш мәркизини екискурсийә қилиши пиланланмақта.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر