фуат оқтай негирниң йеңи пирезиденти билән көрүшти

җумһур рәис йардәмчиси фуат оқтай, нигерниң йеңи пирезиденти муһәммәд базумниң вәзипигә олтуруш мурасимиға қатнашти.

1614038
фуат оқтай негирниң йеңи пирезиденти билән көрүшти

түркийә авази радийоси хәвири: җумһур рәис йардәмчиси фуат оқтай мурасимдин кейин пирезидент базум билән көрүшүп, йеңи дәврдә түркийә билән нигер оттурисидики һәмкарлиқ саһәлирини кеңәйтип күчәйтиш тоғрисида сөһбәт өткүзди.

арқидин судан игилик һоқуқ кеңишиниң муавин рәиси генерал муһәммәд һәмдан дагало билән көрүшкән фуат оқтай, ливийә дөләтлик алий кеңишиниң рәиси халид әлмәшри биләнму учришип пикир алмаштурди.

оқтай пирезидент базумға җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған вә түрк хәлқиниң әң сәмимий мувәппәқийәт тиләклирини йәткүзди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر