чавошоғлу рашид достум билән көрүшти

дөлитимиз (түркийә җумһурийити) ташқи ишлар министири мәвлүт чавушоғлу пайтәхт әнқәрәдә зийарәттә болуватқан афғанистанниң сабиқ пирезидент йардәмчиси маршал рашид достум билән көрүшти.

1612882
чавошоғлу рашид достум билән көрүшти

түркийә авази радийоси хәвири: дипломатик мәнбәләрдин игиләнгән учурларға асасланғанда, чавушоғлу билән достум ташқи ишлар министирлиқида көрүшкән.

мәвлүт чавушоғлу учришиш тоғрисидики тивиттер учурида, достум билән тинчлиқ мусаписи вә афғанистандики түрк тиллиқ хәлқләрниң әһвали тоғрисида сөзләшкәнлики тоғрисидики учурларға орун бәрди.

у учурида: «қериндаш афғанистан хәлқиниң тинчлиқ вә муқимлиқ издәш тиришчанлиқини қоллашни давамлаштуримиз» дегәнләрни қәйт қилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر