пакистан ташқи ишлар министири түркийәниң җамму кәшмир мәсилисидики пиринспал  мәвқәсини махтиди

пакистан ташқи ишлар министири шаһ мәһмуд қурәйши түркийәниң җамму кәшмир мәсилисидә пиринсипал мәвқәсини вә қәтий ирадилик қоллашта болуп кәлгәнликини  мәдһийәләп, буниң кәшмир хәлқигә нисбәтән чоң күч болидиғанлиқини ейтти.

1611186
пакистан ташқи ишлар министири түркийәниң җамму кәшмир мәсилисидики пиринспал  мәвқәсини махтиди

түркийә авази радийоси хәвири: бүгүн таҗикистанда өткүзүлидиған «асийаниң қәлби истанбул: 9-нөвәтлик министирлар йиғини даирисидә,  пайтәхт душәнбәдә учришишларда болуватқан  түркийә ташқи ишлар министири мәвлут чавушоғлу пакистан ташқи ишлар министири қурәйши билән көрүшти.

мәвлут чавушоғлу тивиттер һесабида йиғин һәққидә һәмбәһирлигән учурида, «пакистан ташқи ишлар министириқериндишим шаһ мәһмуд қурәйши билән көрүштуқ. өзара мунасивәтлиримиз вә афғанистанниң тинчлиқ мусаписигә мунасивәтлик әң йеңи тәрәққийатларни музакирә қилдуқ» деди.

пакистан ташқи ишлар министирлиқиниң байанатида, икки министирниң сийасий, дипломатик, иқтисадий вә мудапиә һәмкарлиқи қатарлиқ нурғун саһәләрдики өзара мунасивәтләрни музакириләшкәнлики шундақла район характерлиқ  мәсилиләрдиму пикир алмаштурғанлиқи билдүрүлди.

түркийәниң җамму кәшмир мәсилисидә, пиринсипал мәвқәсини вә қәтий ирадилик қоллашта болуп кәлгәнликини мәдһийәлигән қурәйши, буниң кәшмир хәлқигә нисбәтән чоң  күч болидиғанлиқини ейтти.

икки министир афғанистанниң тинчлиқ мусаписидики әң йеңи вәзийәтләрниму музакириләшти вә түркийәдә өткүзүлмәкчи болған афғанистанниң тинчлиқ мусаписи йиғини һәққидә пикир алмаштурди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر