түркийә баңладешта 20 миң мусапирни күнигә йемәк – ичмәк билән тәминләйду

түркийә һәмкарлиқ вә маслаштуруш идариси баңладешта кокс базиридики араканлиқ мусулман мусапирлар туруватқан мусапирлар лагериға от кәткәндин кейин өй - макансиз қалған тәхминән 20 миң кишини һәр күни 2 вах тамақ билән тәминләйду.

1608435
түркийә баңладешта 20 миң мусапирни күнигә йемәк – ичмәк билән тәминләйду

түркийә авази радийоси хәвири: райондики ашханини қисқа вақит ичидә ремунт қилип, бурунқи һалитигә кәлтүргән түркийә һәмкарлиқ вә маслаштуруш идариси, дунйа йемәк - ичмәк пирограммиси билән бирликтә 20 миңға йеқин мусапирни һәр күни 2 вах тамақ билән тәминләйду.

баңладеш даирилириниң иссиқ таам тарқитиш хизмитиниң уда 15 күн давамлишиши мөлчәрләнмәктә.

бу җәрйанда, түркийә һәмкарлиқ вә маслаштуруш идариси, от апитидә талапәткә учриған аракан мусапирлириға 24 саәт мулазимәт қилип, йемәк - ичмәк тарқитишни давамлаштуриду.

бирма кишилик һоқуқ җәмийитиниң иҗраийә мудири кйав вин, бу һәқтә бәргән байанатида, 23-март кокс базиридики балухали мусапирлар лагерида йүз бәргән от апитидә 28 адәмниң қаза қилғанлиқини, 40 тин артуқ адәмниң йариланғанлиқини, тәхминән 15 миң панаһлиниш орниниң вәйран болғанлиқини уқтурғаниди.

бирләшкән дөләтләр тәшкилати мусапирлар алий комиссарлиқиниң баңладешта турушлуқ вәкили җоһаннис ван дер клаавму, от апитидин кейин 400 адәм билән алақә үзүлүп қалғанлиқини ейтқаниди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر