чавушоғлу: блинкен билән көрүшүшимиз мувәппәқийәтлик болди

дипломатийә министири мәвлүт чавушоғлу белгийәниң пайтәхти бирйусселда америка қошма иштатлири ташқи ишлар министири антони блинкен билән елип барған көрүшүшиниң мувәппәқийәтлик болғанлиқини ейтти.

1607763
чавушоғлу: блинкен билән көрүшүшимиз мувәппәқийәтлик болди

түркийә авази радийоси хәвири: мәвлүт чавушоғлу, шималий атлантик әһди тәшкилатиниң белгийәниң пайтәхти бирйусселдики қараргаһида, америка қошма иштатлири ташқи ишлар министири антони блинкен билән бир йәргә җәм болди.

чавушоғлу, учришиштин кейин елан қилған байанатида, мундақ деди: «түркийәниң <400 – с> башқурулидиған бомба мудапиә системиси алғанлиқини, бу ишниң аллиқачан түгигәнликини йәнә бир қетим әскәрттуқ, иттипақдашлиримиздин бу системиларни алалмиғанлиқимизни билдүрдуқ. шуни алаһидә тәкитләп өтимәнки, блинкен билән көрүшүшимиз мувәппәқийәтлик болди, униңға, бөлгүнчи террорлуқ тәшкилати п к к ниң йеқиндин буйанқи террорлуқ һуҗумлириниң көпийип кәткәнликини хатириләттуқ, учришишта, сүрийә киризисиниң инсанпәрвәрлик тәрипи һәққидә  тәпсилий музакирә елип бардуқ, түркийәдә йаки америка қошма иштатлирида кәң даирилик бир йиғин чақириш мәсилисидә ортақ тонуш һасил қилдуқ.»

афғанистан конферансини апрел ейи ичидә чақиришни пиланлаватқанлиқлирини әскәрткән чавушоғлу, «доһаға таллаш характерлик бир мунбәрниң оттуриға чиқишини халимаймиз, биз пәқәт қоллаш мәқситидила йиғин чақиришни халаймиз.»

мәвлүт чавушоғлу, түркийә – йавропа иттипақи мунасивәтлири тоғрилиқму тохтилип мундақ деди: «таможна бирликиниң бәлгилимилири йеңилиниши керәк, шәрқий ақдеңиз мәнбәлиридин һәққанийәт асасида бәһримән болуш интайин муһим, қибрис мәсилисини үзүл - кесил һәл қилиш йолида наһайити зор тиришчанлиқ көрситиватимиз.»



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر