мәвлут чавушоғлу: «бизниң барлиқ террорлуқ тәшкилатлириға қарши күришимиз давамлишиду»

ташқи ишлар министири мәвлут чавушоғлу шималий атлантик әһди тәшкилати ташқи ишлар министирлири йиғинида, түркийәниң барлиқ террорлуқ тәшкилатлириға қарши күрәшни давамлаштуридиғанлиқини ейтти.

1607032
мәвлут чавушоғлу: «бизниң барлиқ террорлуқ тәшкилатлириға қарши күришимиз давамлишиду»

түркийә авази радийоси хәвири: мәвлут чавушоғлу белгийәниң пайтәхти бирйусселдики шималий атлантик әһди тәшкилатиниң мәркизидә өткүзүлгән йиғинда нутуқ сөзлиди.

мәвлут чавушоғлу биринчи йиғиндики нутиқидин кейин, иҗтимаий таратқу һесабида учур елан қилди вә түркийәниң афғанистандики тинчлиқ мусаписи үчүн өткүзүлидиған йуқири дәриҗилик рәһбәрләр  йиғиниға саһибханлиқ қилидиғанлиқини билдүрди.

мәвлут чавушоғлу ливийәниң муқимлиқини қоғдаш үчүн түркийәниң йардәмлири давамлишидиғанлиқини тәкитләп,  «п к к/ й п г ираққа вә сүрийәгә тәһдиттур. бизниң барлиқ террорлуқ тәшкилатлириға қарши күришимиз давамлишиду» деди.

 



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر