әрдоған йашларға ишинидиғанлиқлирини билдүрди

түркийә җумһур рәиси вә адаләт вә тәрәққийат партийәсиниң башлиқи рәҗәп таййип әрдоған улуғ вә күчлүк түркийәниң мемари болған йашларға ишинидиғанлиқлирини билдүрди.

1601633
әрдоған йашларға ишинидиғанлиқлирини билдүрди

түркийә авази радийоси хәвири: җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған адаләт вә тәрәққийат партийәси йашлар йачейкисиниң 6-қетимлиқ конгрәсидә қилған сөзидә йашларға хитаб қилип: «силәр бир сийасий партийә йашлар йачейкисиниң әзалири болуштин сирт, әтиниң улуғ вә күчлүк түркийәсиниң алдинқилири, мирасхорлири болисләр. қуддуста, қутул амарәда силәр бар идиңлар. балқан районида, чанаққәләдә, галичйада силәр бар идиңлар. сакарйада, думлупинарда, измирда силәр бар идиңлар» деди.

у йашларниң һәр саһә бойичә түркийәни мүрисидә көтүргән күч икәнликини әскәртип: «силир бөлгүнчиләргә қарши иттипақлиқимизниң, вәйран қилғучиларға қарши инша вә бәрпа қилиш һәрикитимизниң капалити. әтиниң түркийәси силәрниң мүрәңларда йүкселиду. дөләтниң келәчикини өз келәчикиниң алдиға қойған силәр йашлар болған муддәттә, түркийәниң муқәддәс йүрүшини һечким тохтиталмайду» деди.   



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر