әрдоған: түркийәни йадро енергийәсигә игә дөләтләр қатариға қошимиз

түркийә җумһур рәиси рәҗәп таййип әрдоған: «җумһурийитимизниң 100-йилида түркийәни йадро енергийәсигә игә дөләтләр қатариға қошимиз» деди.

1598834
әрдоған: түркийәни йадро енергийәсигә игә дөләтләр қатариға қошимиз
erdogan putin.jpg

түркийә авази радийоси хәвири: түркийә җумһур рәиси рәҗәп таййип әрдоған билән русийә пирезиденти владимир путин, «аққуйу йадро енергийәси електир истансисиниң үчинчи тармақ гурупписиға уйул қойуш мурасими» ға синлиқ шәкилдә қатнашти.

җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған: «миллий енергийә ул-әслиһәмизгә йадро күчини қошуш қарари, енергийә тәминләш бихәтәрликигә қарита басқан истратегийәлик қәдәмдур. нишанимиз енергийә ишләпчиқарғанда, керәксиз газ чиқириш нисбитини нөлгә чүшүргән һалда вә муһитқа һечқандақ зийан салмайдиған йадро енергийәсини дөлитимизниң енергийә сивитигә селиштур» деди.

у түркийәниң һазирқи електир енергийә қуввитиниң ичидики йәрлик вә қайта пайдиланғили болидиған енергийә нисбитиниң %63.7 сәвийәсигә йәткәнликини әскәртип: «қара деңиздики 405 милйард куб метирлиқ тәбиий газ записи, мустәқил енергийә вә күчлүк түркийә ирадимизниң әң муһим қәдәмлири болди. җумһурийитимизниң 100-йилида түркийәни йадро електир енергийәсигә игә дөләтләр қатариға қошимиз. аққуйу йадро електир  истансиси әң илғар бихәтәрлик техникилириға игә вә хәлқара атом енергийәси агентлиқиниң өлчәмлиригә уйғун.  йиллиқи 35 милйард киловат саәт електир ишләпчиқириду вә тәхминән түркийәниң %10 лик експортини қамдайду» деди.

у йәнә, бу йил (2021) түркийәниң сәһийә ул-әслиһәси сайисида шәкилләндүргән бихәтәр сайаһәт еңи билән, русийәлик сайаһәтчиләрни күтүвелишқа тәййар икәнликини билдүрди.

русийә пирезиденти владимир путин: «ортақ лайиһәмиз болған аққуйу йадро електир истансисида йеңи дәвр башлиниду. лайиһәниң әмәлийлишиши, түркийәниң енергйә бихәтәрликигә муһим һәссә қошиду вә иқтисадини техиму күчләндүриду. аққуйу йадро електир истансиси лайиһәсидә, бихәтәрлик тәдбирлири әң қаттиқ иҗра қилинди. лайһәниң муһит дости болуши үчүн қолимиздин кәлгән тиришчанлиқларни көрситиватимиз» деди.   



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر