әрдоған парламентта вә һәр саһәдә айаллар санини көпәйткәнликлирини билдүрди

түркийә җумһур рәиси рәҗәп таййип әрдоған турмушниң башқа саһәлиридикигә охшаш сийасәттиму айалларни чәткә қеқишниң, инсанийәтниң йеримигила әмәс, бәлки охшаш вақитта йәнә, йаритилиш тәбиийитигә дүмбисини қилиш болидиғанлиқини ейтти.

1597357
әрдоған парламентта вә һәр саһәдә айаллар санини көпәйткәнликлирини билдүрди

түркийә авази радийоси хәвири: җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған партийәси (адаләт вә тәрәққийат партийәси) ниң пайтәхт әнқәрәдә өткүзүлгән айаллар йачейкисиниң 6-қетимлиқ конгрәсидә сөз қилди.

у һәм түркийә бүйүк милләт мәҗлиси (парламенти) дә һәмдә мәмурийәттә айаллар санини һәр саһә бойичә көпәйткәнликлирини қәйт қилди.

у: « турмушниң башқа саһәлиридикигә охшаш сийасәттиму айалларни чәткә қеқишниң, инсанийәтниң йеримигила әмәс, бәлки охшаш вақитта йәнә, йаритилиш тәбиийитигә дүмбисини қилиш болиду» деди.

у айалларға зораванлиқ қилиш мәсилисигә қарита түркийә бүйүк милләт мәҗлисидә йеңи комитет қуридиғанлиқлирини әскәртип: «қолимиздин келидиған тиришчанлиқни ахириғичә көрситимиз. айалларға зораванлиқ қилишқа рухсәт қилмаймиз» деди.

у йәнә мундақ деди:

«айаллар һоқуқи мәсилисидә гойа алдида һесаблинидиған дөләтләрдики айал җинайәтлириниң дөлитимиздикидин нәччә һәссә артуқ болуштәк әмәлийәтни көрмәскә селип, түркийәни һуҗум нишани қилғанларниң мәқсити, хәлқимиздур. айални ана, әвлад, шундақла инсан болуштин чиқирип, йилтизи йоқ, роһи йоқ киши қилмақчи болғанларниң алдам халтисиға чүшмәймиз. түркийә вә түркийә хәлқи билән болған һесаблишишларда айаллардин пайдиланғанларниң әпти-бәширсини һәр пурсәттә ашкарилаймиз.»

у йеңи мәзгилдә алдин әһмийәт беридиған ишларниң аилә муәссәсини күчләндүрүш болидиғанлиқини қәйт қилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر