җәнубий корийә мәтбуатлири түркийә пуқраси рабийә ширинниң қәһриманлиқини хәвәр қилди

җәнубий корийәниң пайтәхти сеулда йаш бир қизни басқунчилиқтин қутулдурупла қалмастин, бәлки йәнә, басқунчилиқ қилғучиниму тутуп сақчиға тапшурған түркийә пуқраси рабийә ширин дөләт миқйасидики пүтүн мәтбуатларниң диққитини қозғиди.

1596479
җәнубий корийә мәтбуатлири түркийә пуқраси рабийә ширинниң қәһриманлиқини хәвәр қилди

түркийә авази радийоси хәвири: җәнубий корийә мәтбуатлириниң хәвәр қилишичә, сеулниң соңпа районидики бир сода мәркизидә 17 – феврал кәчтә йүз бәргән вәқәдә, басқунчи 20 йашлардики бир қизни һаҗәтханиғичә әгишип келип басқунчилиқ қилмақчи болған.

нәқ мәйданға интайин йеқин бир ресторанда ишләватқан түркийә пуқраси 25 йашлиқ рабийә ширин вә униң хоҗайини қизниң вақириған авазини аңлап дәрһал йардәмгә йүгүргән.

рабийә ширин җинайәтчи билән тиркишиштин кейин қизни униңдин қутулдурупла қалмай, мәст басқунчиниң қечип кетишиниңму алдини алған вә уни тутуп сақчиға тапшурған.

кимлики ашкариланмиған 30 йашлиқ басқунчи назарәткә елинған. вәқә җәнубий корейә таратқулирида кәң орун алған.

җәнубий корейәликләрму иҗтимаий алақә супилирида вәқәгә алақидар синларни бәс бәстә һәмбәһирлигән вә рабийә ширинниң җәнубий корийәдә бир чәт әллик икәнликигә қаримастин, көрсәткән қәһриманлиқини тәбриклигән.

вәқәдин кейин түркийәниң сеулда турушлуқ баш әлчиси әрсин әрчин, рабийә ширинни әлчиханиға тәклип қилип, үлгилик һәрикитини алаһидә мәдһийәлигән.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر