әрдоған «мави вәтән – 2021» һәрбий маневириға нәқ мәйдандин улинип иштирак қилиду

җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған деңиз армийәси қоманданлиқ иштабиниң планлиқ һәрбий маневирлиридин «мави вәтән – 2021  һәрбий маневири» ға нәқ мәйдандин улинип иштирак қилиду.

1596149
әрдоған «мави вәтән – 2021» һәрбий маневириға нәқ мәйдандин улинип иштирак қилиду

түркийә авази радийоси хәвири: түркийә дөләт мудапиә министирлиқиниң билдүрүшичә, 25 – феврал күни башланғандин буйан әгә деңизи вә ақдеңизда үзлүксиз давамлишиватқан вә җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған бүгүн нәқ мәйдандин улинип иштирак қилидиған «мави вәтән – 2021  һәрбий маневири» әтә ахирлишидикән. маневирниң нишани, деңиз армийәси қоманданлиқ иштабиға қарашлиқ қараргаһлар, қисимлар вә парахотларниң әмәлий әһвалини көздин кәчүрүш икән.

унсурларниң урушқа тәййарлиқ сәвийәлирини йүксәлдүрүш нишан қилиниватқан маневирға, 87 парахот, 27 айропилан вә 20 тик учар айропилан қатнашмақта икән.

учқучисиз һава аппаратлири деңизда һәрикәт елип бериш вә тактика сәвийәсидә ишлитилгән маневирда, һәқиқий һәрбий һәрикәт муһити шәкилләндүрүш мәқситидә, су үсти вә һавадин мудапиәлиниш оқлири арқилиқ тез сүрәтлик учқучисиз һава аппаратлири  нишан қилинмақта икән.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر