әрдоған германийә баш министири меркел билән көрүшти

түркийә җумһур рәиси рәҗәп таййип әрдоған германийә баш министири ангела меркел билән синлиқ көрүшти.

1596059
әрдоған германийә баш министири меркел билән көрүшти

түркийә авази радийоси хәвири: җумһур рәислик мәһкимиси учур-алақә идариси җумһур рәис рәҗәп таййип әрдған билән германийә баш министири ангела меркелниң көрүшкәнлики тоғрисида байанат елан қилди.

байанатта, икки рәһбәрниң түркийә-германийә мунасивәтлири вә районлуқ мәсилиләрни музакирә қилғанлиқи билдүрүлди.

рәҗәп таййип әрдоған германийә баш министири ангела меркел билән пиланлиқ учришиш вә дийалогниң давамиға көп әһмийәт беридиғанлиқини әскәртти.

түркийәниң вухән вируси (Kovid-19) ға қарши турушниң қәтийлик билән давамлишиватқанлиқини, қәдәмму қәдәм вә контроллуқ нормаллишиш мусаписини башлиғанлиқини, ваксина әмләш пирограммисиниму тезләштүргәнликини тилға алған рәҗәп таййип әрдоған, иҗабий өзгиришләр билән бирликтә апрел ейида сайаһәтчиликниң тосқунсиз вә бихәтәр һалда башлинидиғанлиқиға ишинидиғанлиқини ейтти.

рәҗәп таййип әрдоған йәнә, сүрийәдә инсаний йардәмгә еһтийаҗлиқ болған милйонларчә сүрийәликни әмәлийәттә қоғдиған вә йардәм қиливатқан бирдинбир дөләтниң түркийә икәнликини тилға елип, өзликидин қайтишта, йавропа иттипақиниң иқтисадий вә техникилиқ җәһәттин қоллиши керәкликини әскәртти.

у «18-март келишими» ни йеңилаш мәсилисиниму тилға алди вә түркийәниң шәрқий ақдеңиз, әгә мәсилилиридиму иҗабий позитсийәсини давамлаштуруватқанлиқини қәйт қилди.

у ливийәдә йеңи һөкүмәтниң ишәнч авазиға еришип, балдуррақ вәзиписини башлишиниң муһим әһмийәткә игә икәнликини билдүрди.

әрдоған-меркел көрүшүшидә, ташқи ишлар министири мәвлүт чавушоғлу, адаләт вә тәрәққийат партийәсиниң байанатчиси өмәр чәлик, җумһур рәислик мәһкимиси учур-алақә идарисиниң башлиқи фаһрәттин алтун вә җумһур рәислик мәһкимисиниң байанатчиси ибраһим калин қатарлиқлар биргә болди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر