мустапа шәнтоп вә һәмраһлиқидики парламент әзалири һәйити украинада рәсмий зийарәттә болиду

түркийә бүйүк дөләт мәҗлиси (парламенти) башлиқи мустапа шәнтоп вә һәмраһлиқидики парламент әзалири өмики 5-марттин 6-мартқичә украинада рәсмий зийарәттә болиду.

1594419
мустапа шәнтоп вә һәмраһлиқидики парламент әзалири һәйити украинада рәсмий зийарәттә болиду

түркийә авази радийоси хәвири: мустапа шәнтоп пайтәхт кийевда елип баридиған рәсмий зийарити җәрйанида, украина парламенти башлиқи димйитро разумов тәрипидин қарши елиниду.

мустапа шәнтоп билән димйитро разумов  айрим сөһбәттин кейин, һайәтләрара йиғиниға рийасәтчилик қилиду. андин икки рәһбәр бирләшмә ахбарат елан қилиду.

шәнтоп украина парламенти омумий кеңишидә шәрәп дәптиригә имза қойиду. пайтәхт кийевдики ғәлибә мәйданини екискурсийә қилип, исимсиз қәһриманлар абидисигә гүлчәмбирәк қойғандин кейин, һолодомор абидисини зийарәт қилиду.

мустапа шәнтоп вә һәмраһлиқидики парламент әзалири һәйити украина зийарити даирисидә, пирезидент виладимир зеленский тәрипидин қобул қилиниду һәмдә баш министир денис шимихал вә ташқи ишлар министири димитро кулеба биләнму көрүшиду.

мустапа шәнтоп ирқдаш қирим татар түрклири, аһиска түрклири вә гагавз түрклири биләнму айрим көрүшиду. украинадики түрк сода санаәтчиләр вә пуқралар билән учришиду.

парламент башлиқи мустапа шәнтоп йәнә, украинадики тарихи җайларни зийарәт қилиду.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر