чавушоғлу: мунасивәтләрниң йөнилишигә қарап мисир билән келишим түзүшимиз мумкин

дөлитимиз (түркийә җумһурийити) ташқи ишлар министири мәвлүт чавушоғлу, мунасивәтләрниң йөнилишигә қарап, мисир билән мисир салаһийәт тәвәлики тоғрисида сөһбәтлишип бир келишим имзалаш мумкинчилики барлиқини ейтти.

1594349
чавушоғлу: мунасивәтләрниң йөнилишигә қарап мисир билән келишим түзүшимиз мумкин

түркийә авази радийоси хәвири: министир чавушоғлу пайтәхт әнқәрәдә гирузийә ташқи ишлар министири давит залкалийани бирләшмә ахбарат елан қилиш йиғини өткүзди.

чавушоғлу, 18 - февралда мисирниң ақдеңизда нефит вә тәбиий газ издәш паалийәтлири үчүн елан қилған рухсәт саһәлиридин 18 – саһә билән түрк деңиз саһәсиниң чегралирини қобул қилғанлиқи тоғрисидики бир соалға җавабән, мисирниң өткән йили  гиретсийә билән келишим имзалиғандиму түркийә деңиз саһәсиниң җәнубий чегралириға һөрмәт қилғанлиқини ейтти.

мисирниң түркийә деңиз тәвәликигә кирмәстин өз деңиз тәвәликидә бурғилаш паалийәтлирини елип бериватқанлиқиға ишарәт қилған чавушоғлу: «мисир бизниң деңиз тәвәликимизгә һөрмәт қилишни давамлаштурмақта, биз буниңға иҗабий қараймиз» дегәнләрни қәйт қилди.

чавушоғлу, түркийә билән мисирниң шәрқий ақдеңиз бойидики әң узун чеграларға игә икки дөләт икәнликини тилға елип: «мунасивәтлиримизниң йөнилишигә қарап, бизму мисир билән мисир салаһийәт тәвәлики тоғрисида сөһбәтлишип бир келишим имзалишимиз мумкин» деди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر