әрдоған кишилик һоқуқ һәрикәт пиланини елан қилди

түркийә җумһур рәиси рәҗәп таййип әрдоған кишилик һоқуқ һәрикәт пиланиниң тәййарлинишини бәлгилигән амилларниң, әслидә хәлқниң еһтийаҗ вә тәләплири икәнликини билдүрди.

1593640
әрдоған кишилик һоқуқ һәрикәт пиланини елан қилди

түркийә авази радийоси хәвири: җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған бәштәпә милләт конгрә вә мәдәнийәт мәркизидә өткүзүлгән кишилик һоқуқ һәрикәт пиланини тонуштуруш йиғинида муһим сөз қилди.

у кишилик һоқуқ һәрикәт пиланиниң икки йил ичидә иҗра қилиниш үчүн тәййарланғанлиқини әскәртти.

у: «әркин ғайигә шәхс, күчлүк җәмийәт, демократик түркийә болуш сүпитидә бәлгиләнгән һәрикәт пиланимиз 11 асасий пиринсип билән башлиниду» деди.

у алди билән алдинқи үч пиринсипни рәткә тизди:

  1. инсан, туғулуштин игә болған, ваз кечилмәс һәқ-һоқуқлири билән йашайду. дөләтниң түп мәқсити вә вәзиписи, бу һәқ-һоқуқларни қоғдаш вә тәрәққий қилдуруш.
  2. инсан қәдир-қиммити, пүткүл һәқ-һоқуқларниң маһийити болуш сүпитидә, қанунниң күчлүк қоғдиши астида болиду.
  3. тил, ирқи, рәңги, җинсийити, сийасий чүшәнчиси, пәлсәпәви етиқади, дини, мәзһипи вә буниңға охшайдиған сәвәбләр билән һәр қандақ айримичилиқ қилишқа болмайду. һәммә киши қанун алдида баравәрдур.

җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған кишилик һоқуқ һәрикәт пиланиниң қалған тоққуз мәқситини төвәндикидәк рәткә тизди:

  1. техиму күчлүк кишилик һоқуқни қоғдаш түзүми؛
  2. сотниң мустәқиллиқи вә адил сотлиниш һоқуқини күчәйтиш؛
  3. қануний алдин пәрәз қилиш вә очуқ-ашкарилиқ؛
  4. пикир қилиш, тәшкиллиниш вә диний әркинликләрни қоғдаш, шундақла тәрәққий қилдуруш؛
  5. кишиниң әркинлики вә бихәтәрликини күчәйтиш؛
  6. кишиниң маддий вә мәниви пүтүнлүки билән шәхсий һайатини бихәтәрлик капалити астиға елиш؛
  7. мүлүк һоқуқини техиму үнүмлүк қоғдаш؛
  8. аҗиз қатламларни қоғдашни вә җәмийәт параванлиқини күчәйтиш؛
  9. кишилик һоқуқ мәсилисидә, йуқири сәвийәлик мәмурий вә иҗтимаий аңни күчәйтиш؛


مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر