қайил қилиш хизмәтлири нәтиҗисидә, йәнә 2 террорчи тәслим болди

ички ишлар министирлиқиниң қайил қилиш хизмәтлири нәтиҗисидә йәнә, бөлгүнчи тереорлуқ тәшкилати п к к әзаси, 2 террорчиниң бихәтәрлик қисимлириға тәслим болғанлиқи билдүрүлди.

1592110
қайил қилиш хизмәтлири нәтиҗисидә, йәнә 2 террорчи тәслим болди

түркийә авази радийоси хәвири: ички ишлар министирлиқиниң байанатиға асасланғанда, министирлиқниң маслишиши билән сақчи идариси вә жандарма баш қоманданлиқ иштаби бирликтә елип барған қайил қилиш хизмәтлири нәтиҗисидә, террорлуқ тәшкилати п к к / к җ к дин қечип кәлгән 2 нәпәр  тәшкилат әзаси бихәтәрлик қисимлириға тәслим болған.

бу тәшкилат әзалириниң 2014-вә 2015-йиллири терорлуқ тәшкилатиға қатнашқанлиқи, әң ахирида ирақ вә сүрийәдә паалийәт қилғанлиқи ениқланди.

шундақ қилип, бу йил ичидә қайил қилиш арқилиқла тәслим болғанларниң омумий сани 31 гә йәтти.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر