әрдоған билән әрсин татар телефонда көрүшти

түркийә җумһур рәиси рәҗәп таййип әрдоған шималий қибрис түрк җумһурийити җумһур рәиси әрсин татар билән телефонда көрүшти.

1586725
әрдоған билән әрсин татар телефонда көрүшти

түркийә авази радийоси хәвири: шималий қибрис түрк җумһурийити җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған билән әрсин татарниң телефонда көрүшкәнлики тоғрисида байанат елан қилди.

байанатта билдүрүлишичә, җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған қибрис түрк хәлқиниң вә әрсин татарниң рәгаип қәндилини тәбриклигән.

икки рәһбәрниң телефон сөһбитидә, қибрисниң нөвәттики вәзийити вә вухән вируси(Kovid-19) , ваксина мәсилилириниң музакирә қилинғанлиқи қәйт қилинди.

җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған қибрис түрк хәлқиниң вухән вирусиға қарши турушта йалғуз әмәсликини, бурунқидәкла қоллиридин келишичә йардәм қилидиғанлиқлирини вә буниңдин кейинму шундақ болидиғанлиқини тәкитлиди.

шималий қибрис түрк җумһурийити җумһур рәиси әрсин татарму җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған вә түркийә хәлқиниң рәcаип қәндилини тәбриклиди.

у һәр қачан болғинидәк, бундин кейинму түркийә җумһурийити билән йеқин вә үнүмлүк мунасивәтләрниң давамлишидиғанлиқини әскәртип, җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоғанға қибрис түрк хәлқи намидин тәшәккүр ейтти.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر