ефийопийә түркийәниң мурәссәчилик тәклипини қизғин қарши алидиғанлиқини билдүрди

ефийопийә, түркийәниң судан - ефийопийә чегра ихтилапида мурәссәчилик ролини ойнишидин хушаллиқ һес қилидиғанлиқини билдүрди.

1585051
ефийопийә түркийәниң мурәссәчилик тәклипини қизғин қарши алидиғанлиқини билдүрди

түркийә авази радийоси хәвири: ефийопийә ташқи ишлар министирлиқи байанатчиси дина муптини түркийәдики зийарити җәрйанида байанат берип, дөлитини судан билән уруш һалитигә елип киридиған фашка районидики чегра ихтилапини дипломатик йоллар билән һәл қилишниң мумкинликини билдүрүп: «бизниң күнтәртипимиздә уруш қилиш йоқ, әгәр түркийә тәрипидин мурәссәчилик тәклип қилинса, ефийопийә буни қизғин қарши алиду» деди.

түркийә билән ефийопийә 15- февралда дипломатик мунасивәт башланғанлиқиниң 125 - йилини тәбриклиди.

дөлитимиз (түркийә җумһурийити) ташқи ишлар министири мәвлүт чавушоғлу 15- февралда ефийопийә ташқи ишлар министири демәке меконнен билән ефийопийәниң пайтәхт әнқәрәдики әлчихана бинасини хизмәткә кириштүрүш мурасимиға қатнашқаниди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر