әрдоған: вапат болғанлар санидики төвәнләш маңа үмид беғишлимақта

җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған ковид – 19 йуқумини тизгинләш тәдбирлири тоғрисида тохтилип, илим – пән комитети байанатлириниң өзи үчүн муһим һесаблинидиғанлиқини әскәртти.

1573701
әрдоған: вапат болғанлар санидики төвәнләш маңа үмид беғишлимақта

түркийә авази радийоси хәвири: җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған ковид – 19 йуқумини тизгинләш тәдбирлири тоғрисида тохтилип, илим – пән комитети байанатлириниң өзи үчүн муһим һесаблинидиғанлиқини әскәртти вә сөзини давамлаштуруп: «вапат болғанлар санидики төвәнләш маңа күчлүк үмид беғишлимақта» деди.

җумһур рәис әрдоған истанбулда байанат берип, «(вирусниң) өзгириш һасил қилғанлиқи тоғрисида бәзи сәлбий өзгиришләрниң барлиқи раст, бирақ — иншааллаһ — униму йеңидиғанлиқимизға ишинимән» деди.

әрдоған елон маск билән өткүзгән учришиши тоғрисида болса: «түрксат—5 а ға тәййарлиниватимиз. мән бир достимизни (маск билән) бирликтә қандақ ишларни қилалайдиғанлиқимиз тоғрисида издинишикә мәсул қилимән, у елон маск билән алақини изчил давамлаштуриду» дегәнләрни қәйт қилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر