әрдоған йеңи ислаһат лайиһәсини пат арида парламентқа сунидиғанлиқини ейтти

җумһур рәис шундақла адаләт вә тәрәққийат партийәсиниң рәһбири рәҗәп таййип әрдоған пат арида тәййарлиқи тамамлиниш алдида турған йеңи ислаһат лайиһәсини, түркийә бүйүк миллий мәҗлиси (парламенти) ға сунушни башлайдиғанлиқини билдүрди.

1572159
әрдоған йеңи ислаһат лайиһәсини пат арида парламентқа сунидиғанлиқини ейтти

түркийә авази радийоси хәвири: җумһур рәис әрдоған партийәсиниң түркийә бүйүк миллий мәҗлиси (парламенти) дики гуруппа йиғиниға қатнашти.

җумһур рәис әрдоған: «миллитимиз билән ортақлашқинимизда, бу ислаһат тәклиплириниң дөлитимизни 2023-йилиға вә униңдин кейингә елип баридиған интайин негизлик вә муһим бәлгилимиләрни өз ичигә алғанлиқи һәммәйләнгә мәлум болиду» деди.

әрдоған сөзидә йәнә, ковид-19 ға қарши елип бериливатқан ваксина әмләш сәпәрвәрлики даирисиниң кеңәйтилип, әң қисқа вақитта һәмммәйләнниң әмлинишиниң әмәлгә ашидиғанлиқини йетти.   

җумһур рәис әрдоған: «бизниң асаслиқ күнтәртипимиз хәлқимизниң мәсилисидур. ваксина әмләшниң башлиниши билән йеңи басқучқа қәдәм қойдуқ. дунйада тәрәққий тапқанлиқи тилға елиниватқан нурғун дөләтләр һазир ваксина тапалмайватиду. биз аллаһқа һәмду – саналар болсунки,  келишим бойичә дөлитимизгә 50 милйон ваксинаниң 10 милйонини йәткүзүп болдуқ» деди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر