әдлийә министири гүл йавропа кеңиши һәйити билән көрүшти

түркийә җумһурийити әдлийә министири абдулһәмит гүл йавропа кеңишиниң йавропа қийин - қистақниң алдини елиш комитети вәкилләр өмики билән көрүшти.

1571038
әдлийә министири гүл йавропа кеңиши һәйити билән көрүшти

түркийә авази радийоси хәвири: әдлийә министирлиқидики учришишта, йавропа қийин - қистақниң алдини елиш комитети өзлириниң җаза иҗра қилиш қануниға киргүзүлгән өзгәртишләрни өз ичигә 7242- номурлуқ бәлгилиминиң җаза вә иҗра қилиш органлириға иҗабий тәсир көрсәткәнликини көзәткәнликини оттуриға қойди.

вәкилләр өмики, синлиқ көрүнүшлүк сөз қилиш, санаш, електронлуқ йолланма арқилиқ дохтурға көрүнүшни тәләп қилиш қатарлиқлар арқилиқ җинайәтчиләр билән хадимларниң өзара алақисини әмәлдин қалдурған системиғиму йуқири баһа берип, бу түзүмниң йавропа кеңиши дөләтлиригә үлгә қилишқа болидиғанлиқини билдүрди.

вәкилләр өмики әдлийә саһәсидә йолға қойулған ислаһат хизмәтлириниңму иҗабий кәйпийат йаратқанлиқини қәйт қилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر